йавропа иҗтимаий таратқулардики терроризмға алақидар мәзмунлар тоғрисида йеңи бәлгилимә чиқарди

йавропа парламенти, гогул, фәйсбук вә тивиттерға охшаш һәрхил интернет мунбәрлиридә орун алған террорға алақидар мәзмунларниң 1 саәт ичидә өчүрүп ташлинишини мәзмун қилған бәлгилимини мақуллиди.

1185699
йавропа иҗтимаий таратқулардики терроризмға алақидар мәзмунлар тоғрисида йеңи бәлгилимә чиқарди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа парламентиниң фирансийәниң истрасбург шәһиридә чақирилған йиғинида, һәрхил интернет мунбәрлиридә орун алған террорға алақидар мәзмунларниң тез сүрәттә өчүрүп ташлинишини капаләткә игә қилидиған йеңи бәлгилимә 204 кә қарши 308 аваз билән қобул қилинди.

мәзкур бәлгилимидә көрситилишичә, интернет мунбәрлириниң, йавропа иттипақиға әза дөләтләр илтимас сунған әһвалда терроризмға алақидар мәзмунларни бир саәт ичидә чиқирип ташлаш мәҗбурийити бар икән.

терроризмға даир мәзмунларни өчүрүп ташлаш җәһәттә мувапиқ һәрикәт қилмиған мунбәрләргә хәлқарадики сәрмайилириниң %4 гә йәткүдәк дәриҗидә иқтисадий җаза берилидикән.

мәзкур бәлгилимә йавропа иттипақи комитетиниң мақуллуқидин өткәндин кейин иҗра қилинидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر