шиветсийәдә ирқчилар «мусулманларни өлтүрүң» учурини ортақлашти

шиветсийәдә ириқчилар һөкүмәтниң әң чоң шерики сотсийал демократлар партийәсиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә «барлиқ мусулманларни өлтүрүң» учурини ортақлашти.

1183770
шиветсийәдә ирқчилар «мусулманларни өлтүрүң» учурини ортақлашти

түркийә авази радийоси хәвири: партийә тәрипидин елан қилинған байанатта, 850 миңға йеқин зийарәтчиси бар болған аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписиниң шу җай вақти кечә саәт 2 дә  ирқчилар тәрипидин қолға киргүзүлгәнлики вә саәт 9.30 да контирол астиға елинғанлиқи әскәртилди.

ирқчилар тәрипидин қолға киргүзүлгән бу сәһипидә, «барлиқ мусулманларни өлтүрүң» учуридин сирт йәнә, шиветсийә баш министири вә сотсийал демократлар партийәсиниң рәһбири стефан лафвенниң пинсийәгә чиққанлиқи вә армийәдә офитсер сүпитидә вәзипә өтәшкә башлиғанлиқи, зәһәр әткәсчиликиниң әркин қойуветилгәнлики орун алди.

партийәниң ахбарат васитилири байанатчиси  аса сөдерен бу учурларниң өзлири билән қилчә мунасивәтсиз икәнликини вә бу вәқә түпәйли сотқа әрз сунғанлиқлирини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر