данийәдә мусулманларға қарши иғвагәрчилик қилиш вәқәси йүз бәрди

данийәдә ашқун оңчил һәрикитиниң рәһбири расмус палуданниң мусулманлар мәһәллисидә иғвагәрчилик қилиши нәтиҗисидә вәқә йүз бәрди.

1183469
данийәдә мусулманларға қарши иғвагәрчилик қилиш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: «‹ Ekstra Bladet › гезити» ниң хәвәр қилишичә, мусулманлар топлишип йашайдиған пайтәхт копенһагенниң өрребро миһиллисидики благардс пиладс мәйданида сақчиларниң чәмбирики астида намайиш өткүзгән ашқун оңчил һәрикитиниң рәһбири расмус палудан қуран кәримни атқан. униң бу иғвагәрлик қилмишидин кейин вәқә йүз бәргән.

көпинчиси йашлардин тәшкил тапқан амма сақчиларға таш етип, әхләт сандуқлириға от қойуп бәргән, сақчиларму аммиға йаш аққузуш бомбиси атқан, палуданға қарап етилған бир кишини сақчилар тосувалған, палудан райондин сақчиларниң һәмраһлиқида узақлаштурулған.

копенһаген сақчилири аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидин, вәқә йүз бәргән балагардс пладс мәйдани әтрапидики пуқраларни сиртқа чиқмаслиқ вә мәйдандин йирақ турушқа чақирған. шуниң билән бир вақитта, бу җәрйанда йүз бәргән вәқәләр билән четишлиқи барлиқи билән әйиблинип, һәмдә нөрребро мәһәллиси қатарлиқ җайлардики  аптомобиллар вә әхләт сандуқлириға от қойувәткәнлиидин гуманлинип 23 кишиниң қолға елинғанлиқини уқтурған.

данийә бми ларс лоекке рамуссен палуданниң һәрикитини «әһмийәтсиз бир иғвагәрлик» дәп атиған.»

палудан 22 – март күниму данийә парламентиниң алдида оқулған җүмә намизиға наразилиқ билдүрүп, қуран кәримгә от қойувәткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر