ливийәдики тоқунушларда 75 адәм өлди

ливийәдә хәлқара мурәссә һөкүмити билән генерал һафтәргә қарашлиқ қисимлар оттурисида чиққан тоқунушларда 75 адәм өлди.

1182283
ливийәдики тоқунушларда 75 адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: ливийәниң пайтәхти тиропилидики тоқунушларда бир һәптә ичидә җәмий 75 адәм өлди.

дунйа сәһийә тәшкилати ливийә вәкили җафәр һүсәйин, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң җәнвә ишханисида ливийәниң нөвәттики вәзийити үстидә тохталди.

пайтәхт тиропили әтрапида 5-апрелда башлиған тоқунушларниң күнсайин улғийиватқанлиқини ейтқан һүсәйин, районда бир һәптә ичидә 75 адәмниң өлүп 323 адәмниң йариланғанлиқини билдүрди.

җафәр һүсәйин түнүгүн бир сәһийә хадиминиң йариланғанлиқини, бимарларни елип маңған бир җиддий қутқузуш машинисиниң һуҗумға учриғанлиқини ейтти.

тиропили әтрапидики тоқунушларниң шәһәр мәркизигә қарап кеңийиватқанлиқини ейтқан һүсәйн, тоқунушларда техиму көп адәмниң өлүп кетишидин әндишә қилиниватқанлиқини билдүрди.

һүсәйин тоқунушлар түпәйли 6000дин артуқ адәмниң йурт-маканлирини ташлап кетишкә мәҗбур болғанлиқини ейтти.

ливийәниң шәрқидики һәрбий қисимларниң қомандани һафтәр, пайтәхт тираблусни қолға киргүзүш үчүн 4-апрелда һуҗум буйруқи чүшүргәндә, ливийәдики хәлқара мурәссә һөкүмитигә тәвә қораллиқ қисимлириму қомандан һафтәргә қарши қайтурма һуҗумға өтти.

һафтәр қисимлириниң 14-апрелдин 16-апрелғичә болған арилиқта ливийәдә б д т ниң назарити астида өткүзүлидиған «мәмликәтлик дийалог йиғини»дин илгири һуҗумға өтүши алаһидә диққәт қозғиғаниди.

2011-йилдин буйан сийасий киризискә сәһнә болуп келиватқан ливийәдә, хәлқара тәрипидин етирап қилинған хәлқара мурәссә һөкүмити билән генерал һафтәргә қарашлиқ қисимлар тоқунуш ичидә турмақта.  


خەتكۈچ: #ливийә

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر