йавропа парламенти әнглийәликләрниң йавропада визисиз сайаһәт қилишини тәстиқлиди

йавропа парламенти хәлқ әркинлики комитети әнглийә йавропа иттипақидин айрилғандин кейинму әнглийә пуқралири вә йавропа пуқралириниң өзара визисиз сайаһәт қилиш әркинликигә алақидар бәлгилимини тәстиқлиди.

1176374
йавропа парламенти әнглийәликләрниң йавропада визисиз сайаһәт қилишини тәстиқлиди

 

түркийә авази радийоси хәвири: белгийәниң пайтәхти бирйусселдә йавропа парламенти хәлқ әркинлики комитети йиғин чақирип, әнглийә йавропа иттипақидин айрилғандин кейинму әнглийә пуқралири вә йавропа пуқралириниң өзара визисиз сайаһәт қилиш әркинликигә игә болушиға алақидар бәлгилимини музакириләшти.

йеғиндин кейин елип берилған беләт ташлашта комитетқа әза 38 парламент әзаси әнглийә пуқралири вә йавропа пуқралириниң өзара визисиз сайаһәт қилиш әркинликигә игә болушиға алақидар бәлгилимини қоллап аваз бәрди.

бу бәлгилимигә бинаән, әнглийә йавропа иттипақидин айрилғандин кейинму йавропа иттипақи билән әнглийә оттурисидики сайаһәтләрдә пуқралар 180 күн ичидә, 90 күнлүк визисиз сайаһәт имканийитигә игә болиду.

бәлгилиминиң 4 - априлда бирйусселдә өткүзүлгән йавропа парламенти омумий кеңишида авазға қойулиши вә 12априлдин илгири йавропа иттипақиниң рәсмий гезитидә елан қилинип, иҗра қилинишқа башлинидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر