әрәб иттипақи рәһбәрләр йиғининиң хитабнамиси елан қилинди

туниста өткүзүлгән 30-нөвәтлик әрәб иттипақи рәһбәрләр йиғинида, пәләстин-исираилийә тоқунуши қатарлиқ райондики мәсилиләргә кәң даирилик һәл қилиш чариси тепиш чақириқ қилинди.

1174846
әрәб иттипақи рәһбәрләр йиғининиң хитабнамиси елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: 30-нөвәтлик әрәб иттипақи рәһбәрләр йиғининиң хитабнамисидә: «оттура шәрқтә тинчлиқ вә муқимлиқниң орнитилишиниң, пәләстин мәсилиси билән әрәб-исираилийә тоқунушлириниң кәң даиридә вә адил һәл қилинишиға бағлиқ икәнлики» тәкитләнди.

пәләстин хамчотиға малийә җәһәттин йардәм қилиш мәҗбурийитиниң тәкрарланған хитабнамидә, хәлқаралиқ җәмийәткә, б д т пәләстинлик мусапирларға йардәм қилиш тәшкилатиға изчил йардәм қилиш чақириқ қилинди.

хитабнамидә, пәләстин хәлқини хәлқаралиқ қоғдашни әмәлгә ашуруш, исираилийәниң һуҗумлири вә мәсҗиди әқса қатарлиқ муқәддәс җайларни дәпсәндә қилиш һәрикәтлирини тохтитиш тәләп қилинғандин башқа, йәһудий улус дөләт қануниму әйибләнди.

ливийә киризисигиму орун аҗритилған хитабнамидә, мәсилини һәрбий җәһәттин һәл қилишниң қобул қилинмиғанлиқи әскәртилди вә мәсилини сийасий йол билән һәл қилиш чарисиниң әң тез шәкилдә капаләткә игә қилиниши керәклики қәйт қилинди.

хитабнамидә, голан егизликиниң ишғал астидики земин икәнлики алаһидә әскәртилиш билән биргә, исираилийәниң бу земинларда игилик һоқуқи барлиқини илгири сүргән сийасәтни мәҗбурий теңишниң қобул қилинмайдиғанлиқи, голан егизликиниң қануний орни вә нопус қурулмисини өзгәртишни мәқсәт қилған қарарларниң қанунға хилап икәнлики билдүрүлди.

йәмән киризиси тилға елинған хитабнамидә, һусийларниң б д т ниң назарити астида стокһолмда уруш тохтитиш келишимигә бойсунуши керәклики тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر