непалдики боранда җенидин айрилғанларниң сани ашти
түнүгүн (31-март) непалниң җәнубиға җайлашқан бара вә парса районлирида чиққан боранда җенидин айрилғанларниң сани 28 гә чиқти.
түркийә авази радийоси хәвири: бара райониниң һөкүмәт мәсули раҗеш повдел райондики йезиларға тәсир көрсәткән боранда 27 кишиниң җенидин айрилғанлиқини ейтти.
парса райониниң һөкүмәт мәсули нарайан бхаттарай боран сәвәбидин 1 кишиниң җенидин айрилғанлиқини билдүрди.
күчлүк чиққан боранда, аз дегәндә 40 киши олтурған бир йолучилар аптобусиниң йолдин чиқип кәткәнлики вә нурғун кишиниң йариланғанлиқи әскәртилди.
непал сақчилири өлүм-йетим һадисилириниң көпинчисигә боранда өрүлүп чүшкән тамлар, өйниң өгзилиридин чүшкән хиш парчилири, қомурулуп чүшкән дәрәхләр вә өрүлүп чүшкән електир түврүклириниң сәвәб болғанлиқини уқтурди.
непал баш министири хадга прасад шарма оли апәттин қутқузуш хизмәтлирини тәкшүрүш үчүн апәт райониға қарап йолға чиққанлиқи билдүрүлди.
непал дөләтлик җиддий әһвалларға тақабил туруш мәркизи боран сәвәбидин 612 кишиниң йариланғанлиқини, апәттин қутқузуш вә йардәм хадимлириниң апәтниң зийиниға учриған йезиларға әвәтилгәнлики қәйт қилинди.
непал сақчи идарисиниң башлиқи сану рам бхаттари қошна районлардин әвәтилгән сақчи хадимлири вә әскәрләрниң апәт районлириға қарап атланғанлиқини билдүрди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
русийә муавин дөләт мудапиә министири қолға елинди
русийә муавин дөләт мудапиә министири тимур иванов пара елиш җинайити билән әйиблинип қолға елинди.
гиретсийәни чــөл ـ җәзиــрә чаң – тузаңлири қаплап кәтти
гиретсийәниң пайтәхти атинани африқадин кәлгән чــөл ـ җәзиــрә чаң – тузаңлири қаплап кәтти.