Washington Post: трампниң қарари америкиниң дипломатийә сийаситигә зийанлиқ

америкида чиқидиған «‹ Washington Post › гезити», америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң «голан егизлики» ни «исраилийәниң земини» дәп етирап қилиш қарариниң америкиниң дипломатийә сийаситигә зийан йәткүзидиғанлиқини йазди.

1170338
Washington Post: трампниң қарари америкиниң дипломатийә сийаситигә зийанлиқ

түркийә авази радийоси хәвири: гезитниң баш мақалисидә, мундақ дейилди: «пирезидент трампниң пәйшәнбә күни америка қошма иштатлириниң <голан егизлики> ни <исраилийәниң земини> дәп етирап қилидиғанлиқини билдүрүши, оттура шәрқ вә башқа районларда америка қошма иштатлириниң дипломатийә сийаситигә зийан йәткүзиду.»

америка қошма иштатлириниң оттура шәрқ районидики сийаситиниң уда йерим әсирдин буйан бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң 242 – номурлуқ қарариға асаслинидиғанлиқини әскәрткән гезит, мунуларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди: «пирезидент трампниң өз мәйличә <голан егизлики> мәсилиси тоғрулуқ вашингтонниң позитсийәсини өзгәртиши, кәлгүсидә сүрийә – исраилийә оттурисида сөһбәт өткүзүлүшини имкансиз һалда кәлтүриду. бенйамин нетанйаһу һөкүмитини өз ичигә алған барлиқ исраилийә һөкүмәтлири, <голан егизлики> мәсилисидә өзара тинчлиқ еңи асасида һәрикәт қиливататти. әмди кәлгүсидә түзүлгүси бир тинчлиқ келишими немигә асаслиниду? трамп бу соалға җаваб тепиш үчүн издиниду, дәп қараймиз. трамп худди русийәниң қиримни бесивалғинидәк, америка қошма иштатлириниң бәзи дөләтләрниң һәрбий күч арқилиқ тартивалған земинларни бесивелиш урунушлириға тақабил туруш тиришчанлиқлириға зийан йәткүзидиғанлиқини ойлап бақмиған. америка қошма иштатлириниң бу қәдими пәләстинликләргә аит болған ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқини өз алдиғила бесивелишқа урунуватқан исраилийә партийәлирини җасарәтләндүриду, буниңдин кейин улар ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқини ишғал қилиш мәсилисидә америка қошма иштатлириға бесим ишлитиду. трампниң бу қарари, 9 – апрел күни өткүзүлидиған сайламда, чериклик билән әйиблиниватқан исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһуға муһим йардими тегиду.»

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, «аридин 52 йил өткәндин кейин америка қошма иштатлириниң голан егизликиниң исраилийәниң терротерийәси икәнликини етирап қилишниң дәл вақти йетип кәлди» тәриқисидә байанат елан қилғаниди.

игилинишичә, исраилийә сүрийәгә аит болған «голан егизлики» ни 1967 – йилдин бери ишғалийти астида тутмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر