трамп русийә делосида ақланди

америка пирезиденти доналд трампниң икки йилдин буйан тәкшүрүлүватқан русийә делосиниң ахирида, ақлинип доклат елан қилинғанлиқи билдүрүлди.

1170345
трамп русийә делосида ақланди

түркийә авази радийоси хәвири: алаһидә һоқуқлуқ тәптиш хадими роберт маллер (Robert Mueller) америкада икки йилдин буйан тәкшүрүлүватқан русийә делосиниң ахирида, пирезидент трамп йаки сайлам сәпәрвәрлики хадимлириниң русийә билән мәхпий һәмкарлашқанлиқи тоғрисида һечқандақ нәтиҗигә еришәлмиди.

америка әдлийә министири вилйам бар (William Barr) пирезидент трамп билән сайлам сәпәрвәрлики хадимлириниң 2015-йилидики пирезидентлиқ сайламлирида русийә билән һәмкарлашқанлиқи илгири сүрүлгән дәвалар тәкшүрүлгән доклатниң нәтиҗисини елан қилди.

доклатта, пирезидент трамп билән сайлам сәпәрвәрлики хадимлириниң русийә билән мәхпий һәмкарлиқ орнатмиғанлиқиниң испатланғанлиқи, бирақ русийәниң икки қетим сайламға арилишишқа урунғанлиқи әскәртилди.

доклатта, алаһидә һоқуқлуқ маллерниң пирезидедент трампниң адаләткә тосқунлуқ қилишқа урунмиди дәп хуласә чиқарнлиқи, әмма уни толуқ ақлимиғанлиқиму тәкитләнди.

вилйам бар әдлийә министирлиқиға, пирезидент трамп тәрипидин тәйинләнгән иди.

пирезидент трамп доклаттин кейин, ғәлибә байанати елан қилди. у: «мәхпий келишим йоқ, адаләткә тосқунлуқ қилған иш йоқ. толуқ вә кәскин ақлаш болди, американи зорайтишқа давам» деди.

демократларниң конгрә әзалири доклатниң толуқ нусхисиниң җәмийәткә елан қилиниши керәкликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر