голландийәдә ирқчилиқ вә айримчилиққа қарши намайиш өткүзүлди

голландийәниң пайтәхти амстирадамда йәрликләр вә көчмәнләр ирқчилиқ вә айримчилиққа қарши намайиш өткүзди.

1169555
голландийәдә ирқчилиқ вә айримчилиққа қарши намайиш өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: голландийәниң пайтәхти амстирадамда 21-март комитети тәрипидин ирқчилиқ вә айримчилиққа қарши намайиш өткүзүлди.

сийасий партийәләр вә нурғун орун қоллиған бу қетимқи намайиш үчүн дам мәйданиға йиғилған миңларчә адәм докверкер мәйданиғичә пийадә маңди.

намайишчилар «мусапирлар вә көчмәнләрни әмәс капитализм вә ирқчилиқни әйибләңлар, мусапирларға ишикләр очуқ  капитализмға йепиқтур, ирқчилиқни тохтитиңлар,исламдин қорқушниң һаҗити йоқ, мусапирларға ишикиңларни ечип ирқчилиққа тақаңлар, һәммә адәм баравәрдур, голландийәдики барлиқ ирқчилар қоғлансун, ирқчилиқ идийә әмәс, инсан болуңлар вә өзгиләрни һөрмәтләңлар»дегән мәзмунда шоар товалашти.

голландийәликләрдин сирт һәр хил милләттин болған көчмәнләрму қатнашқан бу қетимқи намайишта, «зораванлиққа, урушқа, ирқчилиққа. айримчилиққа вә исламдин қорқуш хаһишиға қаршимиз»дегән идийәни кәң тарқитиш тәшәббус қилинди.

намайишта йәнә, голландийәдә ирқчилиқниң барғанчә улғийиватқанлиқи, дунйаниң һәр қайси җайлирида ашқун милләтчиләр вә партийәләрни қоллайдиғанларниң сани көпийиватқанлиқиму тәкитләнди.

намайишлар җедәлсиз ахирлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر