австирийә ислам җамаити муавин баш министирни сотқа бәрди

австирийә ислам җамаити радикал оңчи әркинлик патийәси рәиси шундақла австирийә муавин баш министири һенз кристийан ситрәч һәққидә униң мусулманларға қарита күшкүртүш вә һуҗум нишани қилип бериш характерлик байанатларда болғанлиқи түпәйлидин сотқ

1168014
австирийә ислам җамаити муавин баш министирни сотқа бәрди

 

түркийә авази радийоси хәвири: австирийә ислам җамаити тәрипидин елан қилинған байанатта, радикал оңчи рәһбәрниң алдинқи һәптә ишләткән сөзлириниң мусулманларға вә исламий органларға қарита зорванлиққа йол ечиши мумкинлики билдүрүлүп, һенз кристийан ситрәчкә қарши сотқа дава ачқанлиқи қәйт қилинди. 

байанатта, австирийә ислам җамаити башлиқи үмит вуралниң җинайәт мәлум қилишқа даир учришишлириға алақидар мәлуматларғиму орун аҗритилди.

үмит вурал муавин баш министир ситрәчниң йеңи зеландийәдики икки җамәгә қилинған террорлуқ һуҗумидин кейин елан қилған һессизларчә байанатлирини қәтий қобул қилғили болмайдиғанлиқини ейтти.

һеч кишиниң қанундин үстүн әмәсликини тәкитлигән умит вурал, «һечқандақ сийасәтчиниң сийасий салаһийити дөлитимиздики иҗтимаий тинчлиқтинму бәк муһим әмәс. шуңа муавин баш министирниң ашқун, намунасип позитсийәси бизни мушундақ қарар елишқа мәҗбур қилди» деди.

радикал оңчилар рәһбири ситрәч «мусулманларға тәвә йәсли мәктәплиридә йетишкән асмүрләр даеш террорлуқ тәшкилати үчүн шеһит болушқа йетиштурулди» дегән һәмдә «мусулманлар зораван» дегән сөзләрни ишләткән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر