җәнубий корейәдә меһманхана йатақлиридики мәхпий синалғулар ғулғула йаратти

җәнубий корейәдә меһманхана йатақлирида 1600 ға йеқин меһманниң көрүнүшлирини синға елип, интернеттә елан қилғанлиқ гумани асасида 4 киши назарәткә елинди.

1168033
җәнубий корейәдә меһманхана йатақлиридики мәхпий синалғулар ғулғула йаратти

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий корейә дөләтлик сақчи тәшкилати назарәткә елинған кишиләрниң җәнубий корейә миқйасида 30 меһманханиниң 42 йатиқида модемләргә, чач қурутуш машинилириға вәйаки башқа електиронлуқ бойумларға мәхпий кичик типлиқ җасус синалғуларни оронлаштуруш билән йибләнгәнликини елан қилди. 

гумандарларниң алдинқи йили ачқан интернет торида, 1600 дин көпрәк меһманниң көрүнүшлирини һәмбәһирләшкәнлики йаки нәх мәйдандин улап тарқитип нәп үндүргәнлики һәққидә күчлүк гуман барлиқи билдүрүлмәктә.

мәхпий синаалғуда тартилған көрүнүшләрниң қанунсиз һалда тарқитилишиниң җәнубий корейәдә еғир дәриҗидики иҗтимаий мәсилә һесаблинидиғанлиқи уқтурулмақта. 

һөкүмәтниң бу җәһәттә техиму күчлүк қәдәмләрни ташлиши керәкликини тәләп қилған миңларчә җәнубйи корейәлик айаллар алдинқи йили намайиш өткүзгән иди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر