йеңи зеландийәдики террорлуқ һуҗумини садир қилған зораван тоғрулуқ йеңи мәлуматлар чиқишқа башлиди

йеңи зеландийәдики террорлуқ һуҗумини садир қилған зораванниң йәнә бир һуҗум пилани түзгән болуш еһтималиниң йуқирлиқи билдүрүлди.

1167180
йеңи зеландийәдики террорлуқ һуҗумини садир қилған зораван тоғрулуқ йеңи мәлуматлар чиқишқа башлиди

түркийә авази радийоси хәвири؛ йеңи зеландийә сақчи идариси башлиқи майк буш, чристчерч наһийәсидики икки җамәгә һуҗум қилип 50 адәмниң җениға замин болған террорчиниң, йәнә бир һуҗум пилани түзгән болуш еһтималиниң барлиқини ейтти.

майк буш, һуҗумни садир қилған террорчиниң башқа бир һуҗумни садир қилишқа тәййарлиниватқанда сақчилар тәрипидин қолға чүшкән еһтималиниң йуқирлиқини билдүрди.

тәкшүрүш хизмитиниң давамлишиватқан болуши сәвәбидин, тәкшүрүш тоғрулуқ көп мәлумат беришниң мувапиқ әмәсликини ейтқан буш, террорчиниң қолға чүшүши нәтиҗисидә техиму көп кишиниң өлүминиң алди елинғанлиқини әскәртти.

йеңи зеландийә сақчилири өткән җүмә мәйданға кәлгән һуҗумларда җенидин айрилған 5 кишиниң кимликини уқтурди.

бу 5 кишиниң нур җамәсидә һайатидин айрилған кишиләр икәнликини билдүрүшкән мәсуллар,  71 йашлиқ һати муһәммәд давуд нәби, 63 йашлиқ муһсин муһәммәд әл һәрби, 36 йашлиқ җунәйд исмаил, 3 йашлиқ муҗаид ибраһим вә 38 йашлиқ камил моһд камал камил дәрвиш қатарлиқ шәхсләрниң кимликиниң ениқланғанлиқини билдүрди.

сақчилар һуҗумда җенидин айрилған 50 кишидин 20синиң җәситиниң аилилиригә тапшуруп берилгәнликини уқтурди.

йеңи зеландийәниң чристчерч шәһиридики икки җамә өткән җүмә күни һуҗумға учрап 50 адәм өлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر