австирийә йәһудийлар соланған лагерларни мәҗбурий зийарәт қилиш сийаситини йолға қойиду

австирийәдә ашқун оңчил һөкүмәт дөләттики мусулманларниң исираилийәгә нисбәтән тутқан тәнқидий чүшәнчилири сәвәбидин натсистлар дәвридә йәһудийлар соланған лагерларни зийарәт қилиш сийаситини йолға қойиду.

1166071
австирийә йәһудийлар соланған лагерларни мәҗбурий зийарәт қилиш сийаситини йолға қойиду

ркийә авази радийоси хәвири: австирийә ички ишлар министирлиқи мусулманларға қарита қойулидиған натсистлар дәвридики йәһудийлар соланған лагерларни зийарәт қилиш сийасити тоғрисида байанат елан қилди. миниситирлиқниң йазма байанатида, өткән ай (феврал) да елип берилған йәһудийларға қарши пикир-еқимларни тәкшүрүш нәтиҗисидә, мусулман балиларниң исираилийәгә тутқан тәнқидий вә сәлбий қарашларға игә игә икәнликиниң байқалғанлиқи؛ кейинки һәптиләрдә йәһудийларға қарши пикир-еқимларға қарши күрәш қилиш рамкисида, алдини елиш характерлик қанун-лайиһәлириниң иҗра қилинидиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, австирийә ички ишлар министирлиқиниң мәслиһәтчиси кағолине ечштедлә (Karoline Edtstadler) ниң сөзлиригиму орун аҗритилди.

мәслиһәтчи кағолине ечштедлә түрк вә әрәб пәрзәнтләрдә йәһудийларға қарши қарашларниң байқалғанлиқини илгири сүрүп: «көчмән аилиләрниң пәрзәнтлиригә қаритилидиған мәктәп вә тәлим-тәрбийә органлирида бу хил пикир-еқимларға қарши күрәш қилишни мәзмун қилған хизмәтлиримизни күчәйтимиз» деди.

у австирийә ислам җамаити вә ислам дәрси оқутқучилири билән көрүшүп, австирийәгә кәлгән мусулманларниң йиғивелиш лагерлирини зийарәт қилиш сийаситини әмәлгә ашурушни халайдиғанлиқлирини әскәртти. у, бу хил сийасәтләрниң йәһудийларға қарши еқимларни чүшиниш нуқтисидин муһим икәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر