америка террорлуқ тәшкилатиға йәнә қорал беришни қарарқилди

американиң 2020-йиллиқ мудапиә хамчотида террорлуқ тәшкилати й п г- п к к ға қорал берилидиғанлиқи тоғрисидики мәлуматларға орун аҗритилди.

1166585
америка  террорлуқ тәшкилатиға йәнә қорал беришни қарарқилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлириниң 2020-йиллиқ мудапиә хамчотида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г-п к к ға бомба йасашта ишлитилидиған материйалларниң берилидиғанлиқи тоғрисидики мәлуматларға орун аҗритилди.

мудапиә хамчотида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г-п к к ға бомба йасашта ишлитилидиған материйалларниң берилидиғанлиқи тоғрулуқ мәлуматларға орун аҗритилиши, террорлуқ тәшкилати й п г-п к к ниң бу материйалларни әзиз, баб, җәраблус вә афринда террорлуқ һуҗуми елип барғанда ишлитиш еһтималлиқиниң йуқирлиқини көрситип бериду.

америка мудапиә министирлиқи-пентагон, 12-мартта 2020-йиллиқ мудапиә хамчотида сүрийәдики һәрибй һәрикәтләр үчүн терролуқ тәшкилати й п г –п к к ға 550 милйон доллар аҗратқанлиқини уқтурғаниди.

хамчотқа даир доклатта й п г –п к к ға 300 милйон йардәм фонди аҗритилғанлиқиму алаһидә диққәт қозғайду.

доклатниң сүрийәгә мунасивәтлик қисмида 3000 йүрүш < AK-47 >типлиқ милтиқ, 2000 тал < C4> типлиқ партлатқуч, 30миң тал сим вә 5 милйон тал оқниң чиқимиға тәпслий орун аҗритилди.

буларниң қиммитиниң 10 милйон 46 миң доллар әтрапидики икәнлки билдүрүлди.

америка тәрипидин қоралландурулуп келиниватқан й п г-п к к террорлуқ тәшкилати  тел-рифат наһийәсидин, түркийә билән әркин сүрийә армийәси тәрипидин террорчилардин тазиланған африн,баб, җәраблус вә өктичиләрниң тизгини астидики әзиз наһийәлиригә пат-пат һуҗум қозғап туриду.

й п г-п к к террорлуқ тәшкилатиниң америка бәргән қоралларни, террорлуқ һуҗумлирида ишлитип келиватқанлиқи нурғун қетим испатланди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر