һиндонезийәдә йүз бәргән сәлдә җенидин айрилғанларниң сани 80 дин ашти

һиндонезийәниң папуа иштатида йүз бәргән сәлдә җенидин айрилғанларниң сани 89 ға, йоқап кәткәнләрниң сани 74 кә чиқти.

1166672
һиндонезийәдә йүз бәргән сәлдә җенидин айрилғанларниң сани 80 дин ашти

түркийә авази радийоси хәвири: һиндонезийә мәмликәтлик тәбиий апәткә тақабил туруш агентлиқиниң байанатчиси сутопо пурво нугроһо папуа иштатиниң мәркизи җайапурада шәнбә күни (16-март) йағқан шиддәтлик йамғур сәвәбидин пәйда болған сәлдә, җенидин айрилғанлар саниниң 89 ға чиққанлиқини, 159 кишиниң йариланғанлиқини вә 74 кишиниң йоқап кәткәнликини билдүрди.

у сәлниң әң көп тәсиригә учриған сентани районида 82 кишиниң җенидин айрилғанлиқини, ампера районида болса йәттә кишиниң сәл сәвәбидин йүз бәргән башқа вәқәләрдә җенидин айрилғанлиқини әскәртти.

у йәнә, районда 1613 кишилик издәш-қутқузуш хадимлириниң апәтниң зийиниға учриғанларға йардәм қилиш вә йоқап кәткәнләрни тепиш үчүн һәрикәт қиливатқанлиқини билдүрди.

мусон йамғурлириниң тәсиригә көп учрайдиған, тиропик иқлимиға игә һиндонезийәдә, һәр йили шиддәтлик йамғур сәвәбидин пат-пат су апәтлири йүз бериду.


خەتكۈچ: #сәл , #су апити

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر