сүрийәлик мусапирларға 7 милйард долларлиқ йардәм берилиду

белгийәниң пайтәхти бирйусселда чақирилған «сүрийә вә районниң келәчикигә алақидар паалийәтләрни қоллаш» темилиқ конферанста, сүрийә вә көчмәнләр үчүн тәхминән 7 милйон долларлиқ йардәм берилиши тоғрулуқ вәдә берилди.

1163969
сүрийәлик мусапирларға 7 милйард долларлиқ йардәм берилиду

түркийә авази радийоси хәвири: конферанстин кейин йавропа иттипақи комитетиниң инсанпәрвәрлик йардәм вә  җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизиниң мәсул әзаси чиристос ситилианидес билән бирләшкән дөләтләр тәшкилати муавин баш катипи марк ловкок байанат елан  қилди.

ситилианидес бу һәқтә қилған сөзидә, мундақ деди: «бу йәрдики вәкилләрниң сүрийә вә көчмәнләр үчүн тәхминән 7 милйард доллар йардәм бериш тоғрулуқ вәдә бәргәнликини билдүргәнликим үчүн интайин хушалмән. дәрвәқә, бу вәдиләр чоқум паалийәтләргә әкс әттүрүлүши лазим. түркийә, ийорданийә вә лииван қатарлиқ сүрийәликләр үчүн һәр күни иҗабий қәдәмләрни ташлаватқан дөләтләргә алаһидә рәһмәт ейтимән.»

бирләшкән дөләтләр тәшкилати муавин баш катипи марк ловкок,  конферанста қолға кәлтүрүлгән нәтиҗиләрдин толиму хурсән икәнликини, чүнки бу йардәмләрниң милйонларчә кишиниң дәрдигә дәрман болидиғанлиқини қәйт қилиш билән бир вақитта, конферанста, хәлқара җәмийәтниң сүрийә хәлқигә кәң даирилик йардәм бериш ирадисини намайән қилғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «инсанпәрвәрлик йардәм мәсум инсанларниң һайатини қутқузуп қалидиған вә уларниң дәрд – әләмлиригә бираз мәлһәм болсиму, әмма, бу һәргизму сүрийә киризисни һәл қилишниң чариси болалмайду, шуңа, сүрийә киризисини һәл қилиш үчүн чоқум  сийасий чарә тепилиши керәк. алдимиздики айларда бу даиридә муһим қәдәмләрниң ташлинишиға тиләкдашмиз.»

сүрийәдә йү миңларчә киши һайатидин айрилған, милйонларчә киши мусапирға айлинип қалған, һәмдә йурт – маканлиридин айрилип қалған ички уруш 8 йилини арқида қалдурди.

бирйусселда бирләшкән дөләтләр тәшкилати билән йавропа иттипақиниң башламчилиқида 12 – 14 – март күнлири чақирилған «сүрийә вә районниң келәчикигә алақидар паалийәтләрни қоллаш» темилиқ конферансқа 50 тин артуқ дөләттин тәхминән 80 вәкли қатнашти.

конферансқа түркийәгә вәкалитән ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу иштирак қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر