йавропа парламенти әнглийәгә даир қанун тәклипини мақуллиди

йавропа парламенти сайаһәт, қатнаш, иҗтимаий соғурта, маарип вә белиқчилиқ саһәлиридә мәсилә келип чиқишниң алдини елиш мәқситидә тәййарланған қанун лайиһәсини мақуллиди.

1162975
йавропа парламенти әнглийәгә даир қанун тәклипини  мақуллиди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа парламенти әнглийәниң йавропа иттипақидин келишимсиз шәрти билән айрилип чиқишиға тәййарлиқ қилиш хизмәтлири даирисидә сайаһәт, қатнаш, иҗтимаий соғурта, маарип вә белиқчилиқ саһәлиригә мунасивәтлик тәдбирләрни мәзмун қилған қанун тәклипини мақуллиди.

фирансийәниң страсбург шәһиригә йиғилған йавропа парламенти омумий кеңәш әзалири, әнглийәниң йавропа иттипақидин келишимсиз шәрти билән айрилип чиқиши тоғролуқ тәййарланған қанун тәклипи үстидә кеңәш өткүзди.

йавропа парламенти омумий кеңәш әзалири әнглийә йавропа иттипақидин келишимсиз айрилип чиққан тәқдирдә сайаһәт, қатнаш, иҗтимаий соғурта, маарип вә белиқчилиқ саһәлиридә мәсилә келип чиқишниң алдини елиш мәқситидә тәййарланған қанун лайиһәсини мақуллиди.

буниңға асасланғанда, әрасмус оқуғучи алмаштуруш пирограммисидин бәһриман боливатқан оқуғучи вә оқутқучиларниң әнглийә вә йавропа иттипақиға әза дөләтләрдики тәлим-тәрбийә пирограммисини тамамлишиға рухсәт қилиниду.

шималий иреландийә билән иреландийә оттурисидики мунасивәтләрни күчәйтишкә мунасивәтлик йавропа иттипақи пирограммилириму давамлаштурулиду.

йавропа иттипақи билән әнглийә оттурисидики авиатсийә вә түрлүк қуруқлуқ транспорт хизмәтлири бурунқидәкла елип берилиду.

йавропа иттипақи билән әнглийә оттурисидики белиқчилиқ хизмәтлириму давмлаштурулиду.

йавропа иттипақи билән әнглийә пуқралири әнглийәниң йавропа иттипақидин айрилип чиқиштин илгири йолға қойулған иҗтимаий соғурта йардәм  мулазимәтлиридин бәһриман болушни давамлаштуриду.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر