әнглийә парламенти йавропа иттипақидин келишимсиз айрилишни рәт қилиш тәклипини қобул қилди

әнглийә парламенти йавропа иттипақидин келишимсиз айрилишни һәр қандақ шараитта рәт қилидиған тәклипни қобул қилди.

1163105
әнглийә парламенти йавропа иттипақидин келишимсиз айрилишни рәт қилиш тәклипини қобул қилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә парламентиниң төвән қанити авам палатасида өткүзүлгән беләт ташлашта мәзкур тәклип 308 гә қарши 312 аваз билән қобул қилинди. 

бу нәтиҗә тәклипкә қарши туруп келиватқан баш вәзир тереса мәйгә нисбәтән йеңи бир мәғлубийәт болди.

әнглийә парламентиниң бүгүн кәчтә баш вәзир тереса мәйниң тәклипиниму авазға қойуши мөлчәрләнмәктә.

мәйниң тәклипи 29мартта йавропадин һечқандақ келишимсиз айрилишини рәт қилиду. келишимсиз айрилишниң әнглийә вә йавропа иттипақи қанунида мәвҗут таллаш икәнлики тәкитлиниду.

баш вәзир тереса мәйниң йавропа иттипақи билән түзгән «Brexit» келишими 15декабирда асаслиқ көп санлиқ аваз билән рәт қилинған иди.

әнглийә 2016 - йили 23ийунда өткүзүлгән хәлқниң райиға қойушта %48 гә қарши %52 лик нәтиҗә билән «Brexit» (йәни йавропа иттипақидин айрилиш) қарари мақуллиған иди.

әнглийә йавропа иттипақидин айрилиш һәрикитини 2017йили 29 мартта рәсмий башлиған вә нормалда бу йил 29 мартта йавропа иттипақидин рәсмий айрилип болуши керәк иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر