германийәдә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшклати қатнашқан динлар ара дийалог лайиһәси тохтитип қойулди

германийәниң пайтәхти берлиндә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшклатиниң ортақлиқидики 3 динниң ибадәтханилирини бирләштүрүш үчүн пиланланған «House of One» лайиһәси тохтитип қойулди.

1160163
германийәдә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшклати қатнашқан динлар ара дийалог лайиһәси тохтитип қойулди

 

түркийә авази радийоси хәвири: лайиһәниң земин егиси фәтһуллаһчи террорлуқ тәшклатиниң лайиһәгә қетилидиғанлиқини сәвәб көрситип лайиһәдин айрилидиғанлиқини елан қилди.

питри мәйданиға йасилиши пиланланған лайиһәниң земин игисиниң чекиниши билән ениқсиз әһвалға чүшүп қалғанлиқи билдүрүлди. 

земин егиси берлинлиқ карханичи катерин дусман чекинишиниң сәвәби үстидә тохтилип, бу лайиһәгә фәтһуллачи террорлуқ тәшклатидин башқа мусулманлар вәкилиниң қатнашмиғанлиқини, шуңа башқа мусулманларниң җамә вә җәмийәтлири тәрипидин чәткә қеқилидиғанлиқини һәмдә бу тәшклатниң 2016йили 15ийулда түркийәдә йүз бәргән һәрбий сийасий өзгәртиш қозғашқа урунуш һәрикитигә җавабкар икәнлики илгири сүрүливатқанлиқини билдүрди. 

катерин дусман елан қилған байанатида, «динлар ара дийалогни вә чүшинишни тәшвиқ қилишниң орниға йеңи бир тоқунуш пәйда қилидиған лайиһәни қоллийалмаймән» деди.

сотсийалист демократчилар партийәсидин сайланған берлин шәһәр башлиқи мичәл муллер бу лайиһәниң мутәввәллий һәйити башлиқи болған болуп, қурулуш хизмәтлири декабир ейида башланған иди.

җәмий 43 милйон 500 миң йавро чеқим билән пүтүши мөлчәрләнгән бу лайиһә үчүн һазирға қәдәр 8 милйон 500 миң йавор инаәнә топланған иди.

әгәр лайиһә ишқа ашқан тәқдирдә, германийә федератсийәси һөкүмитиниңму мадди йардәмдә болидиғанлиқи билдүрүлгән иди.

 

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر