имран хан: мән нобел тинчлиқ мукапатиға лайиқ әмәсмән, униңға...

пакистан баш министири имран хан, өзини нобел тинчлиқ мукапатиға намзат көрситииш мәқситидә елип берилған имза топлаш долқуни тоғрисида тохталди.

1156720
имран хан: мән нобел тинчлиқ мукапатиға лайиқ әмәсмән, униңға...

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан баш министири имран хан, нобел тинчлиқ мукапатиға намзат көрситилиши үчүн елип берилған имза топлаш долқуни тоғрисида иҗтимаий таратқу тори арқилиқ байанат берип, «мән нобел елишқа лайиқ әмәсмән. нобелға кәшмир мәсилисини кәшмир хәлқиниң истәклигә асасән һәл қилған вә қитәдә тинчлиқ вә инсаний тәрәққийатларниң йолини ачқан киши лайиқтур» дегәнләрни қәйт қилди.

пакистан тәрипидин чүшүрүветилгән һиндистан уруш айропиланиниң учқучисини 2 күндин кейин һиндистанға тапшуруп бәргән имран ханға нобел тинчлиқ мукапати берилишини тәләп қилип иҗтимаий таратқуларда сәпәрвәрлик паалийити елип берилған вә паалийәтниң төтинчи күнидә имран хан үчүн ташланған беләт сани 326 миңға йәткәниди.

пакистан ахбарат – нәшрийат ишлири министири фавад чодри пакистан парламентиға илтимас сунуп, имран ханға йуқири инавәтлик тинчлиқ мукапати берилишини тәләп қилғаниди.

һиндистан билән пакистан арисидики әң йеңи сүркилиш, кәшмирниң һиндистан контроллуқидики қисмида 14 – февралда сақчиларға қарашлиқ қораллиқ күчләрни зәрбә обйекти қилип 44 адәмниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған бомбилиқ һуҗум қилиш вәқәсидин кейин башланғаниди.

йеңи деһли даирилири, һуҗумдин кейин пакистанни әйиблиди. һуҗумни әйиблигән пакистан болса, әйибләшләрни рәт қилди.

һиндистан, 26 – февралда кәшмир контрол линийәсиниң пакистан тәрипидики террорлуқ тәшкилатиға һавадин зәрбә бәргәнликини елан қилди.

пакистанму һава саһәсигә дәхли қилғанлиқини илгири сүрүп, һиндистанниң икки уруш айропиланини чүшүрүвәткәнликини билдүрди.

һиндистан пакистанниң бир уруш айропиланини чүшүрүвәткәнликини елан қилған болсиму, исламабад бу учурни җәзмләштүрмиди.

пакистан һөкүмити вә армийәси, сүркилишниң улғийип кетишини халимайдиғанлиқини тәкитлигән болсиму, һиндистан баш министири нарденда моди, пакистанни дөлитини муқимсизлаштурушқа урунуш билән әйиблиди.

түркийә, йавропа иттипақи, германийә, әнглийә, хитай вә русийә тәрәпләрни соғуққан болушқа чақирди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر