америка сомалида һавадин зәрбә бериш һәрикити елип барди

америка армийәси африқа қоманданлиқи сомалида һавадин зәрбә бериш һәрикити елип берип, әшшәбаб террорлуқ тәшкилатиниң 35 әзасини бир тәрәп қилди.

1153037
америка сомалида һавадин зәрбә бериш һәрикити елип барди

түркийә авази радийоси хәвири: америка армийәси африқа қоманданлиқ мәркизи байанат берип, һиран райониға қарашлиқ бәләдвәйнә наһийәсигә 37 километир йирақлиқтики бир районда сомали һөкүмити билән һәмкарлашқан һалда һавадин зәрбә бериш һәрикити еилп берилғанлиқини уқтурди.

һуҗумда әшшәбабниң 35 әзасиниң өлтүрүлгәнлики қәйт қилинған байанатта, «бу һуҗум тағлиқ районда һәрикәт қиливатқан әшшәбаб әзалирини зәрбә обйекти қилди. бу һуҗум райондики террорлуқ тәшкилати вә униң адәм җәлип қилиш тиришчанлиқлириға қарши бесимини күчәйтиватқан сомали армийәсигә йардәм бериш хизмәтлириниң бир парчисидур» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта қарашлириға орун берилгән америка армийәси африқа қисимлири қомандани майор генерал грег олсон, «бу һуҗум арқилиқ әшшәбабниң күч топлаш урунушлириға зәрбә бәрдуқ вә террорчилар тәшкиллинип болуштин илгири шериклиримизгә вә сомали хәлқигә йәткүзгүси хәвплирини бир тәрәп қилдуқ» деди.

байанатта, һуҗумда пуқраларниң өлүп – өлмигәнлики тоғрисида мәлумат берилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر