сүрийәниң африн наһийәсидә террорлуқ һуҗуми тосуп қилинди

сүрийәниң шималида түркийә армийәси вә әркин сүрийә армийәсиниң контироллуқидики африн наһийәсидә террорлуқ һуҗуми тосуп қилинди.

1152703
сүрийәниң африн наһийәсидә террорлуқ һуҗуми тосуп қилинди

 

түркийә авази радийоси хәвири: йәрлик сақчи қисим африн наһийәси мәркизидә кечидә елип барған тәкшүрүш җәрйанида бир аптомобилда йирақтин башқурулидиған бомба урунлаштурулғанлиқини байқиди.

бомба пачақлаш әтрити нәх мәйданға йетип берип, бомбини пачақлап ташлиди. йәрлик сақчи қисимлириниң диққәт билән иш тутиши адәм өлүш вәқәси йүз бериш еһтималиниң алдини алди.

бүлгөнчи террорлуқ тәшкилати й п г/ п к к пат - пат пуқраларға қарита террорлуқ һуҗумлири билән шуғуллинип кәлмәктә.

террорлуқ тәшкилатиниң феврал ейида елип барған террорлуқ һуҗумида бир кчик балини қошқанда җәмий 25 дин артуқ киши йаридар болған иди.

әркин сүрийә армийәсигә қарашлиқ бихәтәрликни қоғдаш әтрәтлири 2018йили март ейида түркийә армийәсиниң йардими билән афринда й п г / п к к ниң ишғалитигә хатимә бәргән болуп, шуниңдин буйан афринда бихәтәрликни күчәйтиш үчүн тиришчанлиқларни көрсәтмәктә. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر