помпейо хуавейниң техникисини ишләткән һәр қандақ дөләт билән һәмкарлашмайдиғанлиқлирини ейтти

америка ташқи ишлар министири майк помпейо хитайниң технологийә ширкити хуавей (Huawei) ниң паалийәтлиригә рухсәт қилған һәр қандақ дөләт билән һәмкарлашмайдиғанлиқлирини җакарлиди.

1150466
помпейо хуавейниң техникисини ишләткән һәр қандақ дөләт билән һәмкарлашмайдиғанлиқлирини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири майк помпейо фокс бизнис (Fox Bussines) қа байанат берип, шәрқий вә оттура йавропа дөләтлиридики зийаритидә тилға алған сигналлирини қайта тәкрарлиди. у американиң хуавейниң техникилрини ишләткән һәр қандақ дөләт билән һәмкарлиқ қилмайдиғанлиқлирини, һәтта учурда ортақлашмайдиғанлиқлирини ейтти.

у йавропа дөләтлириниң америкаға қилған «хуавейға қойулған чәклимиләрни бикар қилиш» чақириқлирини қобул қилмайдиғанлиқлирини әскәртип, мундақ деди:

«мән зийарәт қилған дөләтләрдә хуавей техникисини ишлитишниң, учур-алақә техникилирини қандақ хәтәргә дучар қилғанлиқини вә чәклимиләрниң уларни қандақ қоғдиғанлиқини чүшәндүрдүм. биз американиң учур-техникилирини хәтәргә иттирмәймиз.»

хуавейниң муавин директори миң вәнҗу 2018-йил 1-декабир американиң тәлипи билән иранға йүргүзүлгән ембарголарға бузғунчилиқ қилиш билән әйиблинип, канадада қолға елинған вә сотниң һөкми билән капаләткә қойуп берилгән иди. америка әдлийә министирлиқи байанатида, хуавейни, пул йуйуш, пул йөткәп қоймичилиқ қилиш билән әйиблигән иди.

хуавей ширкити йәнә, американиң «T-Mobile» йанфонлирини синашта ишлитилидиған аптоматик системиға мунасивәтлик мәлуматларни оғрилаш җинайити биләнму әйибләнгән иди.

америка сот мәһкимилири хәлқаралиқ мунасивәтләр вә сода чәклимилири билән хитай технологийә ширкити хуавей үстидики бесимини техиму күчәйтмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر