баңладешта йүз бәргән от апити нурғун кишиниң җениға замен болди

баңладешниң пайтәхти доһадики тарихий бир бинада йүз бәргән от апитидә 69 киши һайатидин айрилди.

1149524
баңладешта йүз бәргән от апити нурғун кишиниң җениға замен болди

түркийә авази радийоси хәвири: баңладеш өт өчүрүш баш идарисиниң башлиқи әли әһмәдниң билдүрүшичә, шәһәрниң «дәққә» дәп атилидиған кона районхдики чавкбазар мәһәллисидә йерим кечидә тарихий бир бинада башланған от апити, кейинчә искилатлардики химийәлик вә пиластик бар башқа биналарға тутушуп кәткән.

от өчүрүш идарисиниң хадими мәһфуз рибенниң ейтишичә, сода сарайлири вә искилатлар бар биналар тар кочилардин айрилидиған районда йүз бәргән от апитидә, кәм дегәндә 69 киши һайатидин айрилған, районда  көп санда киши -қапсилип қалған болуп, өлгәнләр саниниң ешип кетиш хәвпи бар икән.

игилинишичә, от уда 9 саәт давамлашқан паалийәтләр нәтиҗисидә өчүрүлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر