шивейтсарийәдә қар көчүш вәқәси йүз бәрди

шивейтсарийәдә қар көчүш вәқәси йүз берип нурғун киши қарниң астида қалди.

1148728
шивейтсарийәдә қар көчүш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: валаис районлуқ сақчи тәрәпниң билдүрүшичә, шивейтсарийәниң кранс – монтана шәһиригә җайлашқан дунйаға даңлиқ плайне – морте қар тейилиш мәркизидә, түнүгүн шу җай вақти чүштин кейин саәт 2 дин 15 минут өткәндә қар көчүш вәқәси йүз берип, нурғун киши қарниң астид ақалған. вәқәдин кейин издәш - қутқузуш әтрәтлири нәқ мәйданға йетип берип, издәш - қутқузуш паалийәтлирини башлиған.

шивейтсарийәдә йеқинқи бир һәптидин буйан баһар пәслини әкс әттүридиған иллиқ һава райи сәвәбидин алп тағлиридики қарлар еришкә башлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر