кенийә сомали билән мунасивитини үзди

кенийә сомали билән болған дипломатик мунасивитини үзүп ташлиди.

1147029
кенийә сомали билән мунасивитини үзди

түркийә авази радийоси хәвири: кенийә һөкүмити сомали билән болған дипломатик мунасивитини үзүп ташлиғанлиқини уқтурди.

кенийә ташқи ишлар министирлиқи баш секретари мачарийа каму мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзгәндә мунуларни деди: «һөкүмитимиз сомалиниң икки дөләт оттурисидики деңиз районида нефит вә тәбиий газ издәш җайлирини лондонда баһа талаштуруп сетишни қарар қилиши түпәйли, сомали билән болған дипломатик мунасивитини үзүп ташлиди.»

секретар каму, 7-февралда лондонда өткүзүлгән баһа талаштуруп сетишниң «кенийә хәлқи вә тәбиий байлиқлириға қилинған һуҗум»болидиғанлиқини алаһидә әскәртип өтти.

кенийә һөкүмити , сомалиниң найроби әлчиси муһәммәд нурини қайтурувәткән болса, сомалидики әлчиси генерал лукас тумбони қайтуруп кәлди.

сомали һөкүмити баһа талаштуруп сетишниң қарар қилинмиғанлиқини билдүрүп,  кенийә һөкүмитиниң әйибләшлирини рәт қилди.

сомали һөкүмити бу тоғрулуқ кенийә даирилиригә мәктуб әвәтти.

мәктубта мундақ дейилди: «икки дөләт оттурисидики чегра талаш-тартишлири тоғрулуқ хәлқара әдлийә дивани ахирқи қарарини чиқирип болғучә, сомали һөкүмитиниң нефит районлирини сатидиған пилани йоқ.»

сомали һөкүмити, әлчи нуриниң қайтуруветилишиға наразилиқ билдүрди.

сомали парламент әзаси абдураззақ муһәммәд байанат берип, кенийәниң сомали һөкүмити билән оттурисида сақлиниватқан ихтилаблар тоғрулуқ музакирә өткүзүш үчүн мушундақ қарар чиқарғанлиқини билдүрди.

кенийә билән сомали, һинди окйандики 62 миң кивадрат километирлиқ нефит вә тәбиий газ районлири мәсилисидә ихтилаплишип кәлмәктә.

икки дөләт оттурисидики ихтилаблар хәлқара әдлийә диваниниң күнтәртипигиму киргүзүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر