қатар мисирда йүз бәргән қораллиқ һуҗумни әйиблиди

қатар, мисирниң сина шәһиридики бир тәкшүрүш нуқтисда мәйданға кәлгән қораллиқ һуҗумни қаттиқ әйиблиди.

1146906
қатар мисирда йүз бәргән қораллиқ һуҗумни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: қатар ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, доһаниң, сәвәбиниң қандақ болушидин қәтийнәзәр, зораванлиқ вә террорлуқ вәқәлиригә қарши позитсийәсиниң рошән икәнликини билдүрди.

байанатта, мисирниң шималий сина вилайитидики бир тәкшүрүш нуқтисида мәйданға кәлгән қораллиқ һуҗумниң қаттиқ әйиблинидиғанлиқи әскәртилди, мисир хәлқигә вә һуҗумда һайатидин айрилғанларниң аилилиригә тәзийә билдүрүлди, йаридарларға тез шипалиқ тиләнди.

шимали синадики бир тәкшүрүш нуқтисида йүз бәргән, җавабкарлиқини даеш террорлуқ тәшкилати үстигә алған қораллиқ һуҗумдин кейин йүз бәргән тоқунуштин кейин өлгән вә йариланған әскәрләрниң барлиқи билдүрүлгәниди.


خەتكۈچ: #қатар , #мисир

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر