венезуела алий соти парламентниң қарарини әмәлдин қалдурди

венезуела алий сот мәһкимиси көпинчиси өктичиләр игиләйдиған дөләт парламентниң қолидики дөләт нефит ширкити «PDVSA» вә нефит-химийә ширкити «Citgo» ға башқурғучи тәйинләш қарарлири үстидин күчкә игә әмәс, дәп һөкүм чиқарди.

1146128
венезуела алий соти парламентниң қарарини әмәлдин қалдурди

түркийә авази радийоси хәвири:   «Ultimas Noticias» гезитиниң хәвиридә билдүрүлишичә, алий сот мәһкимисиниң башлиқи хуән хос мендоза американиң ембарго тизимликидә болған икки ширкәткә дөләт парламенти тәрипидин йеңи башқурғучи тәйинләшниң күчкә игә әмәслики тоғрисида һөкүм чиқарған.

алий сот мәһкимисиниң башлиқи хуән хос мендоза PDVSA ширкитиниң асасий қанунда дөләт мүлки дәп қобул қилинидиғанлиқини алаһидә тәкитләп, дөләт парламенти қарариниң, һәқ-һоқуқни дәпсәндә қилш вә һөрмәтсизлик болидиғанлиқини әскәртти.

николас мадурониң пирезидентлиқини қобул қилмиған америка билән көплигән ғәрб вә латин америка дөләтлири тәрипидин етирап қилинған венезуела дөләт парламентиниң башлиқи хуән гуайдо, PDVSA ширкитигә ембарго йүргүзүлгән 2019-йил 28-йанвар, банка һесаблирини контрол қилиш һоқуқиниң өзигә өткәнликини елан қилған иди.

«Citgo» ширкити 2017-йилдин тартип ембарго сәвәбидин пул йөткийәлмәй кәлмәктә. венезуела нефитиниң америкадики әң чоң импортчиси болған «Citgo» ниң, венезуелада 3500 хизмәтчиси, 5 миңдин артуқ май қачилаш понкити, тоққуз туруба линйәси вә оттуричә һесаб билән 760 миң варил хам нефит пишшиқлап ишләйдиған үч данә нефит пишшиқлап ишләш завути бар.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر