б д т баш катипи хәвпсизлик кеңишигә даеш тоғрисида доклат сунди

б д т баш катипи антонийо гутеррс террорлуқ тәшкилати даешниң дунйави тәһдит болушни давамлаштуруватқанлиқини ейтти.

1139660
б д т баш катипи хәвпсизлик кеңишигә даеш тоғрисида доклат сунди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т баш катипи антонийо гутеррс хәвпсизлик кеңишигә сунулған даеш доклатида: «даеш ирақ вә сүрийәдә мәхпий террорлуқ ториға айланди, дунйави тәһдит болушни давамлаштуруватиду» деди.

б д т баш катипи антонийо гутеррс тәрипидин хәвпсизлик кеңишигә сунулуп, һазирчә елан қилинмиған вә б д т террорлуққа қарши күрәш қилиш комитети, ембарго назарәт механизми һәмдә б д т ниң башқа тәшкилатлири тәрипидин тәййарланған доклатта: «даеш ирақ билән сүрийәдә мәхпий террорлуқ ториға айланди, дунйави тәһдит болушни давамлаштуруватиду. қойуп берилгән чәт әллик җәңчиләрниң қайтип келиши вә орун алмаштуруши бу тәһдитни техиму күчәйтиду» деди.

террорлуқ тәшкилати даешниң һазирму әбубәкир әл бағдади тәрипидин башқурулуватқанлиқи, әмма йуқири дәриҗилик каттибашлириниң тарқалғанлиқи әскәртилгән байанатта, тәшкилатниң ирақта мәхпий террорлуқ ториға айланғанлиқи, өткүнчи, маслишиш вә күчлиниш басқучида туруватқанлиқи, вилайәт сәвийәсидә увилирини тәшкиллигәнлики қәйт қилинди.

ирақтики даеш ториниң сүрийәдин қетилған қораллиқ унсурлар билән толуқланғанлиқи билдүрүлгән доклатта, даеш сүрийәдә вә бәзи дөләтләрдиму ирақтикигә охшаш қурулмиға айлиниду, дәп пәрәз қилиниватқанлиқи әскәртилди.

даешниң «хәлипәдин кейинки дәврдә» муқимлиққа вә қайтидин қурулушқа палта чепишни, ул-әслиһәләрни нишан қилишни вә иқтисадий тәрәққийатқа тосқунлуқ қилишни мәқсәт қилғанлиқи тәкитләнгән доклатта, тәшкилатниң муһим мәркәзлириниң ирақ билән сүрийәдә болушиниң мөлчәрлиниватқанлиқи билдүрүлди.

доклатта мундақ дейилди:

«даеш әң хәтәрлик террорист тәшкилати болушни давамлаштуруватиду вә йеқин келәчәктә кәң көләмлик мурәккәп һуҗумларни пәйда қилиши пәрәз қилиниватиду. террорлуқ тәшкилати авийатсийә саһәсигә һуҗум қилишни, химийәлик, биологийәлик, радийактиплиқ материйаллар вә йадро материйаллиридин пайдилинишқа изчил қизиқиватиду.»

уруш районлиридин айрилған вә қойуп берилгән чәт әллик җәңчиләрниң, қайтидин актиплишишқа башлиғанлиқи, буниң тәһдитләрни күчәйтидиғанлиқидин агаһландурулған доклатта, ашқун айаллар вә роһий азапларни баштин кәчүргән кичик балиларниңму тәһдит пәйда қилиши мумкинлики әскәртилди.

террорлуқ тәшкилати даешниң қанунсиз алтун содиси қилғанлиқи қәйт қилинған доклатта, даешниң һазирму 30 милйондин 50 милйон долларғичә иқтисадий мәнбәгә еришиш имканийитиниң барлиқи билдүрүлди.  

доклатта, «террорлуқ тәшкилатиниң сүрийә вә ирақта контрол қилған 3 миңи чәт әллик вә 14 миңдин 18 миңғичә башқа җәңчисиниң барлиқи» қәйт қилинди.

доклатниң ахирида, ирақта тәхминән 3 миң даеш қораллиқ унсуриниң актип икәнликиниң пәрәз қилиниватқанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر