бәшшар әсәд күчлири идлибқа болған һуҗумини тохтатмиди

сүрийәдә бәшшар әсәд һакимийити билән иранниң қоллиши астидики террорист гуруппилар ниң «идлиб җиддийчиликни пәсәйтиш райони» чегралири ичигә җайлашқан туралғуларға қилған топ оқи бомбардиманида, икки киши җенидин айрилди, нурғун киши йариланди.

1138155
бәшшар әсәд күчлири идлибқа болған һуҗумини тохтатмиди

түркийә авази радийоси хәвири: бәшшар әсәд күчлири сочи келишимигә хилаплиқ қилип, идлиб җиддийчиликни пәсәйтиш райони ичидики җәрҗәназ, әл туһ вә әр руффә районини топ бомбардиманиға тутти.

идлиб пуқралар қоғдиниш тәшкилатиниң мудири мустафа һаҗ йусуф түнүгүн (3-феврал) кәчтә бәшшар әсәд күчлириниң районға қилған һуҗумини көпәйткәнликини ейтти. у: «идлибниң җәнубий тәрәплири топ оқи билән қаттиқ бомбардиман қилинди. әр руффә йезисида кишиләрниң өйлиригә от кәтти. һуҗумда икки киши җенидин айрилди, нурғун киши йариланди» деди.

издәш-қутқузуш хадимлириниң харабилиқ астида қалған кишиләрни қутқузуш хизмәтлири давам қилмақта. җенидин айрилғанлар саниниң ешишидин әндишә қилинмақта.

идлиб пуқралар қоғдиниш тәшкилатидин елинған мәлуматларда көрситилишичә, бәшшар әсәд һакимийитиниң йанвар ейида идлибқа қилған һуҗумида, икки кичик бала, үч айал болуп, җәмий 19 киши җенидин айрилған, 85 киши йариланған.

бәшшар әсәд күчлири түркийә билән русийә оттурисида идлибтики уруш тохтитишни техиму мукәммәлләштүрүш үчүн сочи келишими имзаланған болсиму, һуҗум қилишни тохтатмиди.

қораллиқ өктичиләр 2018-йил 17-сентәбир имзаланған сочи келишиминиң тәлипи бойичә 10-өктәбир бәлгиләнгән районлардин еғир типлиқ қораллирини чекиндүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر