иранниң систан - белучистан өлкисидә, бомба партлаш вәқәси йүз бәрди

иранниң систан - белучистан өлкисидики бомба һуҗуминиң кимләр тәрипидин елип берилғанлиқи һәққидә тәпсилий мәлумат берилмиди.

1135899
иранниң систан - белучистан өлкисидә, бомба партлаш вәқәси йүз бәрди

 

түркийә авази радийоси хәвири: иранниң шәрқий җәнубидики систан - белучистан өлкисиниң пайтәхти заһидан шәһиридә йәрлик усулда йасивелинған 2 бомбиниң партлитилиши нәтиҗисидә, 3 аманлиқни сақлаш хадими йаридар болди.

систан - белучистан өлкилик сақчи идариси башлиқи муһәммәд ганбәри иран дөләт телевзийәсигә бәргән байанатида, заһидан шәһири мәркизидә йәрлик усулда йасивелинған 2 бомбиниң партлитилғанлиқини вә аманлиқни сақлаш күчлириниң нәх мәйданға йолланғанлиқини билдүрди.

муһәммәд ганбәри шу йәрниң вақти саәт 20:30 дә йүз бәргән партлашта 3 аманлиқни сақлаш хадиминиң йаридар болғланлиқини ейтти.

вәқә һәққидә тәпсилий мәлумат берилмиди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر