пакистанниң белуҗистан өлкисидә сақчи понкитиға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

пакистанниң белуҗистан өлкисидә бир сақчи понкитиға қилинған бомба вә қораллиқ һуҗумда, дәсләпки мәлуматларға көрә, 8 сақчини өз ичигә алған 10 киши йаридар болди.

1135082
пакистанниң белуҗистан өлкисидә сақчи понкитиға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистанниң ғәрбидики белуҗистан өлкисигә қарашлиқ лоралай шәһиридики һуҗум сақчи намзатлири имтиһан бериватқан пәйттә йүз бәрди. 

һуҗумд,а дәсләпки мәлуматларға асасланғанда 8 сақчи, 2 пуқра болуп, җәмий 10 киши йаридар болди.

райондики сақчи понкити бихәтәрлик җәмбири ичигә елинди. йаридарлар әтраптики дохтурханиларда балнестқа елинди.

бу районда 1 – йанвардиму һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргән болуп, чегра мудапиә әтритиниң аилә қоруси вә мәшиқ мәркизи җайлашқан сақчилар райониға бастүруп кирмәчи болған террорчилардин бирси бәдинигә теңивалған бомбини партлатқан иди.

партлашта, 4 сақчи өлгән вә қайтурма һуҗумда 4 террорчи өлүк һалда қолға чүшүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر