американиң һәрбий вә конгрә әзалири пакистанни зийарәт қилмақта

пакистан қуруқлуқ армийә қомандани камар җавид баҗва афғанистанда тинчлиқниң әмәлгә ешишиниң, районда һайатий әһмийәткә икәнликини ейтти.

1129938
американиң һәрбий вә конгрә әзалири пакистанни зийарәт қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан армийәсиниң байанатиға асасланғанда, америка мәркизи қоманданлиқ иштаби (CENTCOM) ниң қомандани җосеф вотел вә һәмраһлиқидики һәйәт, пакистанниң равалпинди шәһиридики қуруқлуқ армийә иштабида пакистан армийәсиниң мәсуллири билән көрүшкән. көрүшүштә, икки дөләт оттурисидики мунасивәтләр, гео истратегийәлик мәсилиләр вә районлуқ хәвпсизлик мәсилилири музакирә қилинған.

көрүшүш җәрйанида, пакистан қуруқлуқ армийә қомандани камар җавид баҗваниң, «афғанистанниң тинчлиқи район үчүн һайатий әһмийәткә игә. пакистан армийәси районда тинчлиқни әмәлгә ашуруш үчүн қолидин келидиған барлиқ тиришчанлиқларни көрситиду» дегәнлики билдүрүлди.

америка кеңәш палатасиниң әзаси линдсей граһамму пакистанни зийарәт қилди. пакистан ташқи ишлар министирлиқи америка кеңәш палата әзаси граһамниң баш министир имран хан вә ташқи ишлар министири шаһ мәһмут курәши билән көрүшкәнлики тоғрисида йазма байанат елан қилди.

байанатта билдүрүлишичә, көрүшүштә, пакистанниң афғанистанда тинчлиқни әмәлгә ашуруш үчүн басқан қәдәмлири, кәшмирниң әһвали вә һиндистан билән болған мунасивәтләр тоғрисида граһамға мәлумат берилгән.

граһам афғанистан мәсилисидә бесилған қәдәмләр сәвәбидин пакистанни тәбриклигән вә бу мәсилиниң трамп һөкүмитиниңму алдин әһмийәт беридиған мәсилилири қатаридин орун алидиғанлиқини билдүргән.

америка мәркизий қоманданлиқ иштаби башлиқи вотел вә кеңәш палата әзаси граһамниң пакистан зийарити, өткән һәптә ичидә америкадин пакистанға қилинған үчинчи зийарәт болуп һесаблиниду. американиң афғанистан алаһидә вәкили залмай халилзад булардин бурун пакистанға йетип кәлгән иди. у сентәбир ейидин буйан пакистанға бәш қетим барди вә бу қетимқи икки күнлүк зийаритини узартип, учришишлирини давам қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر