аргентинада һөкүмәткә қарши кәң көләмлик намайиш өткүзүлди

аргентинаниң бир нәччә шәһиридә су, ток вә тәбиий газ баһасиниң өстүрүлүшигә қарши намайиш өткүзүлди.

1123612
аргентинада һөкүмәткә қарши кәң көләмлик намайиш өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: аргентинада миңларчә адәм су, ток вә тәбиий газ баһасиниң өстүрүлүшигә наразилиқ билдүрүш үчүн «мәшәл йүрүши»өткүзди.

пайтәхт буенус айреста ишчи вә оқутқучи уйушмилиридин сирт сийасий партийә вә аммиви тәшкилатларға чақириқиға асасән миңларчә адәм су, ток вә тәбиий газ баһасиниң өстүрүлүшигә наразилиқ билдүрди.

май кочисиға йиғилған кишиләр «баһаниң өстүрүлүшигә қәтий қаришимиз»дегән шоарни товлап, дөләтлик мәҗлис бинасиғичә йүрүш қилди. бу кишиләр пирезидент маврикийо макри вә униң сийасәтлиригә қарши шоар товлашти, бәзи намайишчилар мәшәл көтүрүвалди.

66 аммиви тәшкилат тәрипидин пирезидент макриға қарши тәййарланған хитабнамидә, пирезидент макри ишчиларниң намратлишип кетиши вә миңларчә кичик вә оттура типлиқ карханиларниң вәйран болушиға сәвәбчи болуш билән әйибләнди.

хитабнамидә йәнә мундақ дейилди: «бүгүн буенус айрес, кордоба вә комодоро ривадавийа қатарлиқ шәһәрләрдә пирезидент вә униң сийаситигә қарши намайиш өткүздуқ, охшашла башқа шәһәрләрдикиләрниму намайиш өткүзүшкә чақиримиз.»

намайишлар сәвәбидин нурғун коча қатнашқа тосулуп қалғанлиқи үчүн қатнаш паләч һалға чүшүп қалди.

билдүрүлүшичә, 7- февралғичә мәмликәтниң һәр қайси районлирида һөкүмәткә қарши намайишлар өткүзүлидикән.

җәнубий америка дөлити аргентинада өткән ай 13 милйондин артум адәм йашайдиған буенус айрес шәһиридә 2019-йили ток баһасиниң %55, су баһасиниң %38, тәбиий газ баһасиниң %35 вә аммиви қатнаш вастилири һәққиниң %40 өстүрүлидиғанлиқи уқтурулғаниди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر