бейҗиң вашингтон билән мунасивәтләрни илгири сүрүшкә тәййар икәнликини билдүрди

бейҗиң, америка қошма иштатлири билән кординатсийә, һәмкарлиқ вә муқимлиқ арқилиқ күчәйтилгән икки тәрәп мунасивәтлирини техиму илгири сүрүшкә тәййар икәнликини билдүрди.

1116732
бейҗиң вашингтон билән мунасивәтләрни илгири сүрүшкә тәййар икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси лу каң йазма байанат елан қилип, америка қошма иштатлири билән болған икки тәрәп мунасивәтлириниң йерим әсиргә йеқин мусаписидә һасил қилинған илгириләшләрниң асан қолға кәлмигәнликини қәйт қилди вә өзгиришләрдин тәҗрибә игиләш керәкликини әскәртип, «икки тәрәп бир – бириниң истратегийәлик нийәтлиригә мувапиқ вә битәрәп шәкилдә қариши, истратегийәлик алақини күчәйтиши, хата пәрәзләрниң алдини елиш үчүн өзара истратегийәлик ишәнчни илгири сүрүши керәк» деди.

хитайниң, америка қошма иштатлири билән кординатсийә, һәмкарлиқ вә муқимлиқ арқилиқ күчәйтилгән икки тәрәп мунасивәтлирини техиму илгири сүрүшкә тәййар икәнликини билдүргән лу каң, икки дөләт мунасивәтлириниң йеқинқи 40 йилда мушәққәтлик мусапиләрни бесип өтүп илгирилигәнликини вә һәмкарлиқ саһәсидә «тарихий утуқларни йаратқанлиқи» ни тәкитләп өтти.

икки тәрәпниң өзара һәмкарлиқиниң омумий йөнилишини давамлаштуруши, икки дөләт хәлқигә техиму көп мәнпәәт йаритип бериш үчүн өзара мәнпәәтни тайанч қилидиған һәмкарлиқ саһәсиниң кеңәйтилиши керәкликигә ишарәт қилған лу каң, хитай билән америка қошма иштатлириниң бир – бириниң игилик һоқуқ, хәвпсизлик вә тәрәққийатиға мунасивәтлик мәнпәәтлиригә һөрмәт қилиши, икки тәрәп мунасивәтлиригә зийан йәткүзмәслик үчүн, охшашмайдиған нуқтиларни мувапиқ шәкилдә һәл қилиш үчүн күч чиқириши лазимлиқини қәйт қилди.

йеқинқи 40 йиллиқ өзгиришләрдин кейин хитай – америка мунасивәтлириниң «йеңи бир тарихий башлиниш нуқтисида» туруватқанлиқини әскәрткән лу каң, дөлитиниң, рәис ши җинпиң билән америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғинида чүшиниш һасил қилған нуқтиларни иҗра қилишқа тәййар икәнликини билдүрди.

вашингтон даирилириниң, 200 милйард долларлиқ хитай мәһсулатиға қойған таможна беҗи нисбитиниң 2019 – йили 1 – йанвардин башлап %10 дин %25 чиқириш қарарини тохтитип қойушини капаләткә игә қилидиған «уруш тохтитиш», тәрәпләрниң бир – бирлиригә йеңи таможна баҗлирини қойушлириниң алдини алғаниди.

хитайму буниңға қарита америкидин импорт қилинған аптомобил вә аптомобил запчаслириға қойған қошумчә баҗниң нисбитини чүшүргәнликини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر