русийә:«американиң сүрийәдики әскәрлирини чекиндүрүп чиқишни қарар қилиши толиму гуманлиқ»

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров американиң сүрийәдии әскәрлирини чекиндүрүп чиқишни қарар қилишиниң гуманлиқ икәнликини билдүрди.

1111261
русийә:«американиң сүрийәдики әскәрлирини чекиндүрүп чиқишни қарар қилиши толиму гуманлиқ»

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министири сергей лавров, американиң сүрийәдики әскәрлирини чекиндүрүп чиқишни қарар қилишиниң кәйнидә нурғун соал бәлгиси барлиқини ейтти.

лавров пайтәхт москвада пәләстин ташқи ишлар министири рийад әл-малики билән көрүшкәндин кейин мухбирларнииң соаллириға җаваб бәрди.

американиң сүрийәдики әскәрлирини чекиндүрүп чиқишни қарар қилиши тоғрисида тохталған лавров: бу қарарниң қандақ әмәлийлишидиғанлиқи йаки әмәлийлишип әмәлийләшмәйдиғанлиқи һәққидә нурғун соал бәлгиси бар. бирақ бир дөләтниң башқа бир дөләтниң земинида қанунсиз туруватқан әскәрлирини чекиндүрүп чиқишни қарар қилиши тоғра ташланған қәдәмдур, деди.

афғанистандики америка әскәрлириниң санини қисқартиш тоғрисида пәйда болған қарашлар үстидиму тохталған лавров мундақ деди: «америка а фғанистандин бурунму чекинип чиқти, узун өтмәй қайтидин кирди, ирақта болғандәкла болди, шуңа әмәлий һәрикәткә  қараш керәк.»

киримел сарийи байанатчиси димитрий песков, американиң бурунму афғанистандики әскәрлирини чекиндүрүп чиқиш тоғрисида вәдә бәргәнликини әслитип өтүп: биз а фғанистанниң вәзийитиниң муқим болушини арзу қилимиз, һазирчә американиң бу қарариға қарап бақимиз, муһим болғини гәп әмәс әмәлий һәрикәттур, деди.

америка таратқулириниң исмини ашкарилашни халимиған әмәлдарларниң бәргән мәлуматиға тайинип туруп бәргән хәвәрлиридә, а фғанистандики америка әскәрлириниң тәхминән йериминиң чекинип чиқидиғанлиқи илгири сүрүлгәниди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر