америкиниң сүрийәдин чекиниш қарари бәс – муназирә қозғиди

америка авам палата әзалири америкиниң сүрийәдин чекиниш қарариға наразилиқ билдүрди.

1110402
америкиниң сүрийәдин чекиниш қарари бәс – муназирә қозғиди

 

түркийә авази радийоси хәвири: америкиниң сүрийәдин чекиниш қарари тоғрисида ақсарай билән охшаш пикирдә болмиған палата әзалири қарарға наразилиқ билдүрмәктә.

доналд трампниң әң күчлүк қоллиғучилиридин җумһурийәтчи пешқәдәм сийасәтчи палата әзаси линдсей гираһам иҗтимаий таратқу һесабидин елан қилған байанатида, сүрийәдин чекинишниң америкиға нисбәтән районда вә пүтүн дунйада һалакәтлик ақивәтләрни елип келидиғанлиқини илгири сүрүп: «америкиниң җекиниши, даеш, иран, бәшшар әсәд вә русийә үчүн катта утуқ болиду» деди.

калародо палата әзаси корий гарднерму һәмбәһирләшкән учурида, трампқа наразилиқ билдүрүп, чекиниш қарарини балдуррақ әмәлдин қалдуруши вә америкиниң дөләт бихәтәрлики үчүн сүрийә истратегийәсигә алақидар палата билән мәслиһәтлишиши керәклики һәққидә алаһидә чақириқта болди.

америка медийасиға байанат бәргән җумһурийәтчи палата әзаси марко робийу бу қарарниң һәйран қаларлиқ болғиниға охшаш, чоң бир хаталиқ икәнликини илгири сүрди. 

америка авам палатаси әзаси тед лу болса, бу қарардин интайин мәмнун икәнликини билдүрүп: «нә сабиқ пирезидент обама, нә трамп һөкүмитиниң истратегийәси йоқ. һәр икки һөкүмәт немә үчүн сүрийәдә икәнликимизни, ахирида дөләтниң немә болидиғанлиқини вә қандақ нәтиҗилик болидиғанлиқини изаһлийалмайду?» деди.

америка пирезиденти доналд трамп твиттер һсабидин елан қилған байанатида: «пириздединтлиқим мәзгилидә сүрийәдики мәвҗутлуқимизниң бирдинбир сәвәби болған даешни мәғлуб қилдуқ» дегән иди.

ақсарай байанатчиси сара сандерсму елан қилған байанатида: «даешқа қарши күрәшниң йеңи басқучиға кириш билән биргә, америка әскәрлирини сүрийәдин чекиндүрүшни башлидуқ» дегән иди.  

америка медийасиниң ташқи ишлар министирлиқини мәнбә көрсәткән хәвәрлиридә болса, ташқи ишлар министирлиқиниң сүрийәдики барлиқ хадимлирини 24 саәт ичидә қайтуруп келидиғанлиқи вә америкиниң сүрийәдә турушлуқ әскәрлиринңиму 60 күндин 100 күнгичә болған муддәт ичидә сүрийәдин чекинидиғанлиқи илгири сүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر