нигерийә армийәсиниң сабиқ баш иштаб башлиқи суйиқәсткә учриди

нигерийә армийәсиниң сабиқ баш иштаб башлиқи алекс бадех суйиқәсткә учриди

1110662
нигерийә армийәсиниң сабиқ баш иштаб башлиқи суйиқәсткә учриди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә һава армийәси байанатчиси ибикунле дарамола байанат берип, техи йеқиндила дәм елишқа чиққан 61 йашлиқ сабиқ баш иштаб башлиқи алекс бадихниң пайтәхтниң кефи абуҗа йолида кимлики намәлум қораллиқ кишиләр тәрипидин аптомобилида етип өлтүрүлгәнликини уқтурди.

дарамола, негирийә армийәси баш иштаб башлиқи әбубәкир сиддиқ намидин бадихниң аилисигә тәзийә билдүрди.

бадих, 2015 – 2016 – йиллири негирийә армийәсиниң баш иштаб башлиқи болуп вәзипә өтигәниди.

бадих қатарлиқ 17 нәпәр йуқири дәриҗилик әмәлдар үстидин 2016 – йили мунасивәтсиз җайларға һәрбий хираҗәт қилиш әйиблинип дело турғузулғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر