ақ сарай: америка сүрийәдин қошун чекиндүрүшкә башлиди

ақ сарай америка қошма иштатлириниң сүрийәдики әскәрлирини чекиндүрүшкә башлиғанлиқини уқтурди.

1110182
ақ сарай: америка сүрийәдин қошун чекиндүрүшкә башлиди

түркийә авази радийоси хәвири:  ақ сарай тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «террорлуқ тәшкилати даешқа қарши күрәш йеңи басқучқа қәдәм қойған бир пәйттә, америка қошма иштатлири сүрийәдики әскәрлирини чекиндүрүшкә башлиди.»

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп буниңдин бирқанчә саәт илгири байанат елан қилип, « сүрийәдики мәвҗудийитимизниң бирдинбир сәвәби, даешни йеңиш иди, бу нишанимизға йәттуқ» дегәниди.

бу өзгиришләрдин кейинла ақ сарай тәрипидин елан қилинған: « америка америка қошма иштатлирииниң сүрийәдики әскәрлири америкиға қайтишқа башлиди» тәриқисидики байанат диққәт қозғиди.

америка қошма иштатлириниң сүрийәдики дипломатлириниң 24 саәт ичидә, һәрбий хадимлириниң болса 2 – 3 ай ичидә сүрийәдин чекинип чиқип кетиши күтүлмәктә.

америка қошма иштатлири 2011 – йилдин буйан ички урушни баштин кәчүрүватқан сүрийәгә дәсләпки қәдәмдики қисимлирини 2015 – йили орунлаштурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر