йапонийәдә партлаш йүз берип онларчә адәм йариланди
йапонийәниң шималиға җайлашқан саппоро шәһиридики бир ресторанда партлаш йүз берип, онларчә адәм йариланди.
1108045

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә таратқулириниң хәвәр қилишичә, дөләтниң шималиға җайлашқан саппоро шәһиридики бир ресторанда партлаш йүз берип, 41 адәм йариланған, вәқә йүз бәргән җайға җиддий қутқузуш вә от өчүрүш хадимлири әвәтилгән.
игилинишичә, партлашниң сәвәби һазирчә ениқ әмәс икән.
иҗтимаий таратқуларда, партлашқа вәйран болған бинаниң харабиликлиригә даир көрүнүшләр ортақлишилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

америкадики қуйун апитидә қаза қилғанларниң сани 26 гә йәтти
американиң миссисипи иштатида йүз бәргән қуйун апити сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 26 гә өрлиди.