бәшшар әсәд қисимлири уруш тохтитиш келишимигә хилаплиқ қилмақта

бәшшар әсәд һакимийити қисимлириниң сочида имзаланған уруш тохтитиш келишимини қоғдаш келишимигә қаримай, идлибтики бәзи районларға һуҗум қиливатқанлиқи билдүрүлди.

1108544
бәшшар әсәд қисимлири уруш тохтитиш келишимигә хилаплиқ қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: бәшшар әсәд һакимийити билән иранниң қоллиши астидики террорист гуруппилар сочида уруш тохтитишни қоғдаш келишими имзаланған болушиға қаримай, сүрийәниң идлиб вилайитидики «җиддийчиликләрни пәсәйтиш райони» чеграси ичигә мәхпий кириш һәрикити елип бармақта.

қораллиқ өктичиләрниң мәнбәлиридин елинған учурларға асасланғанда, бәшшар әсәд һакимийитиниң кечә вақтида идлибниң шәрқигә җайлашқан қораллиқ өктичиләрниң әл кәтибә вә әл мәһҗурә алдинқи сепиға қилған һуҗуми чекиндүрүлгән.

әркин сүрийә армийәсиниң дөләтлик әркинләштүрүш сепиниң байанатчиси наҗи мустафа: «бәшшар әсәд қисимлири бәзи алдинқи сәп линйәлиригә мәхпий кириш һәрикити башлиди. қаршилиқ көрситип чекиндүрдуқ. бәшшар әсәд қисимлири йеқинқи вақитларда учқучисиз аппаратлар билән һуҗум қилишқа башлиди. һаманиң шималида учқучисиз аппаратлар билән һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди. өктичиләр мувәппәқийәтлик һалда икки данә учқучисиз аппаратни етип чүшүрди»деди.

идлиб пуқралар қоғдиниш һәрикитиниң мудири мустафа һаҗ йусуф бәшшар әсәд һакимийити қисимлириниң идлибниң охшимиған җайлирини топ билән бомбардиман қилғанлиқини билдүрди.

у: «охшимиған җайлар бомбардиман қилинди. идлибниң ғәрбидә бәш киши бомбардиманда йариланди. идлибниң җәнуби вә шәрқий җәнубидики бәзи наһийәләрму һуҗумға учриди» деди.

сочи келишими имзаланған 17-сентәбирдин буйан йүз бәргән бәшшар әсәд һакимийитиниң һуҗумлирида, 33 киши җенидин айрилған, нурғун киши йариланған. өктичиләр 10-өктәбирдә бәшшар әсәд қисимлириниң һуҗуми давамлишиватқан болсиму, бәлгиләнгән райондин еғир типлиқ қораллирини чекиндүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر