америка алий палатасида йәмәнгә мунасивәтлик қанун лайиһәси мақулланди

америка алий палатасида йәмәнгә мунасивәтлик қанун лайиһәси көп санлиқниң авазиға еришип мақулланди.

1106955
америка алий палатасида йәмәнгә мунасивәтлик қанун лайиһәси мақулланди

түркийә авази радийоси хәвири: америка алий палатаси  пирезидент доналд трампниң урушқа йолйуруқ бериш һоқуқини мәлум дәриҗидә чәкләш вә американиң сәуди әрәбистан башчилиқидики хәлқара иттипақдаш қисимлириниң йәмәндики һәрбий һәрикәтлирини  қоллашни тохтитишни мәзмун қилған асасий қанун лайиһәсини мақуллиди.

америкалиқ алий палата әзалиридин берний сандерс, майк ле вә крс мурпий тәрипидин тәййарланған қанун лайиһәси омумий кеңәштә көп санлиқниң авазға беришигә еришип мақулланди.

аваз бериштин кейин омумий кеңәшкә хитаб қилған алий палата әзаси сандерс: америка буниңдин кейин дунйа бойичә әң еғир инсаний киризискә сәвәб болған сәуди әрәбистанниң һуҗумлириға ширик болмайду. бүгүн биз сәуди әрәбистандики диктатор һакимийәтниң һәрбий һәрикәтлириниң бир қисми болмайдиғанлиқимизни йуқири аваз билән җакарлаймиз, деди.

нийу җерсей алий палата әзаси роб менендезму омумий кеңәштә сөз қилғанда, йәмәнгә мунасивәтлик қарар лайиһәсини қоллап аваз беришидә сәуди әрәбистан тәхт вариси муһәммәд бин сәлманниң вашингитон почта йазғучиси сәуди әрәбистанлиқ журналист «җәмал қашиқчиниң өлтүрүлүшидә қоли барлиқи»дин гуман қилишиниң зор рол ойниғанлиқини әскәртти.

сәуди әрәбистанлиқ журналист җәмал қашиқчи бу йил 2-өктәбирдә никаһ рәсмийәтлирини беҗириш үчүн сәуди әрәбистанниң истанбул консулханисиға кәлгәндә бу җайда вәһшийләчә өлтүрүлиду.

алий палатада мақулланған мәзкур қанунни доналд трампниң тәстиқлиши үчүн, алди билән алий палатадиму мақуллуқтин өтүши керәк.

авам палата мәҗлисидә чаршәнбә күни авазға қойулған «йеза-игилик қанун лайиһәси»гә палата башлиқи павул рийан тәрипидин йәмәнгә мунасивәтлик бир мадда қошулғаниди.

бу мадда арқилиқ 2018-йилниң ахириғичә авам палатасида йәмәндики урушқа даир һәр қандақ бир қанун лайиһәси авазға қойулмайдиған әһвал шәкилләнгән болди.

 


خەتكۈچ: #америка

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر