йавропа әдлийә мәһкимиси һөсни мубарәкниң тәлипини рәт қилди

йавропа әдлийә мәһкимиси мисирниң ағдуруветилгән сабиқ пирезиденти һөсни мубарәкниң тәлипини рәт қилди.

1105502
йавропа әдлийә мәһкимиси һөсни мубарәкниң тәлипини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: мәркизи лийуксембургдики йавропа әдлийә мәһкимисигә қарашлиқ сот мәһкимиси, мисирниң малийә мәнбәлирини йаман нийәт билән ишләткәнлики сәвәбидин, мисирниң ағдуруветилгән сабиқ пирезиденти һөсни мубарәкниң йавропа иттипақи әллиридики мал – мүлүклириниң тоңлитип қойулушини бикар қилиш тәлипини рәт қилди.

йавропа иттипақи кеңиши мисирда 2011 – йилқи инқилабтин кейин ағдуруветилгән һөсни мубарәк вә аилисиниң йавропадики барлиқ мал – мүлүклири вә байлиқ мәнбәлирини тоңлитип қойушни қарарлаштурғаниди.

һөсни мубарәк бу қарарниң 2017 – вә 2018 – йиллири йеңилинишиниң қанунға хилап икәнликини илгири сүрүп, һәмдә бу қарарниң бикар қилинишини тәләп қилип лийуксембург сот мәһкимисигә илтимас сунғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر