зариф: «йәмән йиғинидин келишим һасил қилинишидин толиму хуш болдум

иран ташқи ишлар министири шиветсийәдә йәмән мәсилиси бойичә чақирилған кеңәш йиғинида бәзи мәсилиләрдә келишим һасил қилинишидин мәмнун болғанлиқини билдүрди.

1105332
зариф: «йәмән йиғинидин келишим һасил қилинишидин толиму хуш болдум

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зариф, шиветсийәдә өткүзүливатқан йәмән кеңәш йиғинида әсирләрни алмаштуруш мәсилисидә келишим һасил қилинишидин мәмнун болғанлиқини билдүрди.

муһәммәд җәвад твиттер адерисида бу һәқтә учур йезип мундақ деди: «иран  һөкүмити шиветсийәдә йәмән мәсилси бойичә чақирилған кеңәш йиғинида әсирләр тоғрулуқ һасил қилинған келишимдин мәмнун болди.»

тәрәпләрниң барлиқ мәсилиләр һәққидә бирдәклик һасил қилиши үчүн өткүзүливатқан музакириләрни, теһран һөкүмитиниң қоллайдиғанлиқини әскәрткән министир муһәммәд җәвад: чәт әллик зораванларниң һуҗумлири вә инсанийәткә қарши садир қиливатқан җинайәтлиригә хатимә беридиған вақит йетип кәлди, деди.

йәмәндә шиә һусийлар билән сәуди әрәбистан башчилиқидики хәлқара иттипақдаш қисимлириниң қоллишиға еришип келиватқан һөкүмәт қисимлири оттурисида 3 йилдин буйан давамлишиватқан тоқунушларда, миңларчә адәм өлди.

нурғун саһәдә еғир бөһранларни баштин кәчүрүватқан йәмәндә пакиз суниң кәмлики, озуқ-түлүк йетишмәслики, дора- мидетсина буйумлириниң азлиқи қатарлиқлар түпәйли холера болуп бәзи йуқумлуқ кесәлликләр күндин-күнгә йамрап бармақта.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати йәмәндики ички урушқа хатимә бериш мәқситидә, 6-декабирда шиветсийәниң пайтәхти стокһоломда кеңәш йиғини чақирди.

йәмән һөкүмити билән шиә һусийларниң вәкиллири қатнашқан музакириләрдә әсирләрни қойуп бериш, һудәйдә шәһиридики тоқунушлар, йәмән мәркәз банкисиниң нөвәттики әһвали, тайиз муһасириси, йардәм буйумлирини муһтаҗларға йәткүзүп бериш вә сәна айродуруминиң салаһийити қатарлиқ мәсилиләр үстидә кеңәш қилинмақта.

кеңәш йиғинлириниң әтигичә давамлишидиғанлиқи билдүрүлди.


خەتكۈچ: #иран

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر