русийә вә исираилийә һәрбий әмәлдарлири сүрийә мәсилисини музакирә қилди

русийә пайтәхти москвада русийә вә исираилийәниң һәрбий һәйәтлири көрүшүп, сүрийә мәсилисини музакирә қилди.

1105730
русийә вә исираилийә һәрбий әмәлдарлири сүрийә мәсилисини музакирә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министирлиқи елан қилған байанатида, русийә һәрбий мәсуллириниң исираилийә һәрбий мәсуллири билән болған көрүшүшидә, оттура шәрқниң күнтәртипидики мәсилиләр вә сүрийә мәсилисиниң муһакимә қилинғанлиқини билдүрди.

байанатта билдүрүлишичә, икки тәрәпниң көрүшүшидә, русийә вә исираилийә әскәрлириниң һайатиға тәһдит шәкилләндүридиған вәқәләрниң йүз беришиниң алдини елиш үчүн сүрийәдики һимеймин һәрбий базиси билән исираилийә һава армийәсиниң қоманданлиқ мәркизи оттурисидики бивастә алақә қанилиниң иқтидарини техиму ашуруш мәсилисиму музакирә қилинған. өзара учришишни давамлаштуруш тоғрисида пикир бирлики һасил қилинған.

2018-йил 17-сентәбир русийәниң «İl-20» типлиқ һәрбий айропилани бәшшар әсәд һакимийитиниң «S-200» башқурулидиған бомбиси билән етип чүшүрүветилгән иди. русийә бу вәқә һәққидә, исираилийәниң «F-16» типлиқ айропилани «İl-20» айропиланини қалқан қилип пайдиланғанлиқи сәвәбидин башқурулидиған бомбиниң зәрбисигә учриди, дәп байанат елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر