б д т йәмән тинчлиқ музакирәлиридин үмидвар икәнликини билдүрди
б д т шиветсийә пайтәхти стокһолмда һәр қайси тәрәпләрниң қатнишиши астида өткүзүлидиған йәмән тинчлиқ музакирә йиғинлиридин үмидвар икәнликини билдүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: б д т дунйа йемәк-ичмәк пирограммиси директори давид беслей б д т ниң җәнвәдики ишханисида өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, шиветсийә пайтәхти стокһолмда пәйшәнбә (6-декабир) күни башлиниши пилан қилинған йәмән тинчлиқ учришишлиридин үмидвар икәнликини ейтти.
у өткән айда бир қанчә йилдин буйан ички уруш давамлишиватқан йәмәндә зийарттә болғанлиқини әскәртип, һудәйдә вә санаада болған үч күндә қанунлуқ һөкүмәт вә һусийларниң рәһбәрлири билән көрүшүш пурстигә еришкәнликини қәйт қилди.
у көрүшүшләрдә һәр икки тәрәпкә инсанпәрвәрлик йардәмләрниң йәткүзүлишигә рухсәт беришкә чақирғанлиқини билдүрүп: «бу йәр апәтниң босуғисидики дөләт әмәс, бәлки апәттә қалған дөләт. зийарәт тоғрисида б д т хәвпсизлик кеңишигә мәлумат бәрдим» деди.
у йәмәндә 8 милйондин 12 милйон кишиниң ачарчилиққа дуч кәлгәнликини әскәртип, 29 милйон нопуси болған йәмәндә 19-18 милйон кишиниң йемәк-ичмәк бихәтәр болмаслиқтәк мәсилигә дуч кәлгәнликини тәктлиди.
у йеқинқи һәптиләрдә тоқунушлар әвҗигә чиққан һудәйдәниң еғир вәйранчилиққа учриғанлиқини қәйт қилди.
у шиветсийәдә өткүзүлидиған музакирәләрдин үмидвар икәнликини, инсанпәрвәрлик мәсилиләргә болған бесимниң үнүмгә еришкәнликини вә тәрәпләрниң көрүшүшиниң муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.
у һусийларниң тинчлиқ учришишлириға қатнишишида, бәлким тунҗи қетим хәлқаралиқ җәмийәтниң бесимини һес қилғанлиқини әскәртип: «учришишларда илгириләш һасил болушини үмид қилимән. тәрәпләрниң көрүшүши наһайити йахши әһвал. һәқиқәтән үмидвармән» деди.
һусийлар барлиқ тиришчанлиқларға қаримай қатнашмиған вә 6-сентәбир шивейтсарийә пайтәхти җәнвәдә өткүзүлгән йәмән музакирә йиғини, 8-сентәбир нәтиҗисиз ахирлашқан иди.
шиветсийәдә б д т тинчлиқ музакирәлиридә һусийларға вәкиллик қилидиған һәйәтниң әзаси һамид асим, бир өзгириш болмиса, 6-декабир стокһолмда музакирә йиғининиң башлинидиғанлиқини ейтқан иди.