һөсни мубарәк гуваһчи болуш сүпити билән сотта муһәммәд мурсиниң алдиға чиқалмиди

һөсни мубарәкниң гуваһчи болуш сүпити сотқа қатнишиши вә муһәммәд мурси билән йүзму - йүз бир йәргә келиши узундин буйан күтүливатқан болсиму, әмма у сотқа кәлгини унимиди.

1099356
һөсни мубарәк гуваһчи болуш сүпити билән сотта муһәммәд мурсиниң алдиға чиқалмиди

түркийә авази радийоси хәвири: гуваһлиқ бериши күтиливатқан мисирниң ағдурувитилгән пирезиденти һөсни мубарәкниң «турмиләргә бастуруп кериш делоси» ға алақидар сотта, мисирниң тунҗи қетим хәлқ тәрипидин сайланған пирезиденти муһәммәд мурсиниң алдиға чиқалмиғанлиқи билдүрүлди.

сот даирилириниң билдүришичә, мубарәк қаһирә җинайи ишлар сот мәһкимисидә тунугун өткүзүлгән сотқа адвокати фәрид әддибни йоллап қойуш биләнла купайә қилған.

мубарәкниң адвокати фәрид әддиб сот һәйитигә мубарәкниң һазирму мисир һава армийәисиниң қомандани икәнликини әскәртип, «униң сотқа чақирилиши үчүн мисир армийәсигә сотниң алақидар қарари йазма һалда йоллиниши керәк иди» дегәнләрни илгири сүргән. 

җәнубий қаһирә җинайи ишлар сот мәһкимиси өктәбир ейидики сотта, муһәммәд мурси қатарлиқ 28 гумандарға алақидар сотниң 2 - декабирда мубарәкниң гуваһчи болуп қатнишиши билән өткүзүлиши керәкликигә һөкүм қилған иди. 

бу гуваһлиқ җәрйанида, 2011йилида вәзиписидин елип ташланған һөсни мубарәкниң сотта тунҗи қетим муһәммәд мурси билән йүзму - йүз бир йәргә келиши күтүлмәктә болуп, бирақ әмәлгә ашмиди.

мисир алий сот мәһкимиси 2016йили 15нойабирда «вади натрун турмиси вәқәси» дәпму билинидиған түрмиләргә бесип кириш делосиға алақидар муһәммәдә мурисигә берилгән өлүм җазасини рәт қилған вә бу делода сотқа тартилған барлиқ гумандарларниң қайтидин сотқа тартилиши керәкликигә һөкүм қилған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر