вашингтон почтиси: қашиқҗи җинайитини тәкшүрүштә түркийәниң чақириқиға аваз қошуш лазим

кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң вашингтон директори сараһ маргон, вашингтон почтиси гезитиға «б д т тәкшүрүши, җәмал қашиқҗи үчүн адаләтни намайан қилишта тоғра йол көрситиду» мавзулуқ бир пачә мақалә йазди.

1089307
вашингтон почтиси: қашиқҗи җинайитини тәкшүрүштә түркийәниң чақириқиға аваз қошуш лазим

түркийә авази радийоси хәвири: америкида чиқидиған вашингтон почтиси гезити, җәмал қашиқҗи җинайитини адиланә бир тәрәп қилиш йолида қәдәм ташлинидиған болса, түркийә ташқи ишлар министириниң хәлқаралиқ тәкшүрүш башлаш чақириқиниң бу йолниң башламчиси болуши лазимлиқини йазди.

кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң вашингтон директори сараһ маргон, вашингтон почтиси гезитиға «б д т  тәкшүрүши, җәмал қашиқҗи үчүн адаләтни намайан қилишта тоғра йол көрситиду» мавзулуқ бир пачә мақалә йазди.

қашиқҗи җинайитигә алақидар һәқиқәтләрниң аста – аста оттуриға чиқиватқанлиқиға ишарәт қилинған мақалидә, шундақ болсиму, қашиқҗи җинайитиниң адил бир тәрәп қилиниши йолидики байанатларниң йетәрлик әмәслики қәйт қилинди.

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң 14 – нойабирда елан қилған хәлқаралиқ тәкшүрүш башлаш тоғрисидики чақириқиға ишарәт қилинған мақалидә, «б д т баш катипиниң рәһбәрликидә хәлқаралиқ тәкшүрүш башлаш тиришчанлиқи әмәлийәттә немә ишларниң болғанлиқини оттуриға чиқириши, җинайәтниң җавабкарлирини муәййәнләштүрүши вә бу кишиләргә тегишлик җазаниң берилишини капаләткә игә қилиши мумкин. тәкшүрүш, түркийә нөвәттә давамлаштуруватқан тәкшүрүш билән параллел һалда елип берилип, хәлқара миқйасида қанунийлиқ вә мустәқиллиқ илавә қилинса болиду» дегән тәвсийә оттуриға қойулди.

мақалидә, «адаләтни җәвлан қилдуруш тоғрисидики дунйави чақириқларға йаки қашиқҗиниң пәрзәнтлиригә атилириға әмәлийәттә немә болғанлиқи соалиниң җавабиниң берилиши үчүн бир қәдәм ташлинидиған болса, түркийә ташқи ишлар министириниң хәлқаралиқ тәкшүрүш елип бериш чақириқи бу йолниң башламчиси болуши керәк» дейилди.

җәмал қашиқҗи җинайитини тәкшүрүш җәрйанида мухбирларниң муһапизәт қилиниши һәққидә очуқ позитсийә билдүрүлүши керәклики тәкитләнгән мақалидә йәнә муну ибариләргә орун берилди: «қашиқҗиниң лайиқи вә пәрзәнтлири хәлқара җәмийәтни һәқиқәтни оттуриға чиқиш үчүн әстайидил қәдәм ташлашқа чақирди. түркийә ташқи ишлар министириму хәлқара тәкшүрүш елип беришни қоллайдиғанлиқи рошән һалда тилға алди. һазир дәл вақти.»

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу 14 – нойабирда байанат берип, қашиқҗи җинайити тоғрисида «һазирқи әһвалда хәлқаралиқ тәкшүрүшниң шәрт болуп қалғанлиқини көрүватимиз» дегәниди.

сәуди әрәбистанлиқ журналист җәмал қашиқҗиниң 2018 – йили 2 – өктәбир сәйшәнбә күни сәуди әрәбистанниң истанбулдики консулханисида вәһшийләрчә өлтүрүлгәниди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر