белуҗистанда һәрбий аптомобилларға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

пакистанда генерал сәид әһмәт награни елип маңған һәрбий аптомобилларға оқ чиқириш нәтиҗисидә, икки әскәр җенидин айрилди.

1076046
белуҗистанда һәрбий аптомобилларға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистанниң белуҗистан иштатида һәрбий аптомобилларға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди. пакистан таратқулирида бу һәқтә берилгән хәвәрләргә асасланғанда, һуҗум белуҗистан иштатиниң вашуқ шәһири әтрапида йүз бәргән. генерал награ олтурған аптомобилни өз ичигә алған бәш аптомобилниң оққа тутулуши нәтиҗисидә, икки әскәр җенидин айрилған. генерал награни һуҗумда һечқандақ зийан-зәхмәткә учримиған.

белуҗистанниң мустәқиллиқини тәләп қиливатқан белуҗистан әркинлик армийәси мәзкур һуҗумға җавабкар болидиғанлиқини елан қилди.

пакистан ички ишлар министири шәһрийар африди иҗтимаий таратқуда байанат елан қилип, һуҗумни әйиблиди. у мундақ деди:

«дөлитимизниң дүшмәнлириниң бундақ қорқунчақлиқ билән қилған һуҗумлири, роһий үстүнлүкимизни йоқиталмайду. генерал награниң аптомобил әтритигә қилинған һуҗумни әйибләймән. биз бирликтә белуҗистанниң мәсилилирини һәл қилимиз.»

белуҗистанда йүз бәргән йәнә бир һуҗумда болса, бир сақчи, мотосиклитлиқ һуҗумчиларниң атқан оқида җенидин айрилди. бу һуҗумға, пакистандики талибан җавабкар болидиғанлиқини елан қилди.

белуҗистан иштатиниң мустәқиллиқини тәләп қилидиған тәшкилатлар пат-пат иштаттики хәвпсизлик күчлиригә қарши һуҗум қилип туриду. белуҗистан иштати,  електир истансисилири, нефит айриш завутлири вә портлири, болупму пакистанниң иқтисадий нуқтисидин муһим болған гвадар портиниң белуҗистан иштатиға җайлашқанлиқи билән муһим орунда туриду. шуңа, белуҗистанниң мустәқиллиқини тәләп қилидиған тәшкилатлар, гвадар порти вә бу портни дөләтниң башқа җайлири билән уйғур елигә туташтуридиған йолларғиму һуҗум қилип турмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر